айасофйада «фәтиһ сүриси» оқулди

истанбулниң пәтһи қилинишиниң 567 – йиллиқ хатирә күни мунасивити билән айасофйада «фәтиһ сүриси» ни оқуш мурасими өткүзүлди.

1426091
айасофйада «фәтиһ сүриси» оқулди

түркийә авази радийоси хәвири: османли империйәсиниң 7 – падишаһи фатиһ султан мәһмәт 1453 – йили шәһәрни пәтһи қилғандин кейин тунҗи җүмә намизи оқуған айасофйада өткүзүлгән «фәтиһ мурасими» да «фәтиһ сүриси» оқулди.

мурасим, учқучисиз һава аппаратлири тәрипидин сүрәткә елинған, фатиһ султан мәһмәтниң истанбулни пәтһи қиливатқанда парахотларни қуруқлуқтин қозғатқан йоллардин өтүп, айасофйаға йетип барған көрүнүшләрниң көрситилиши билән башланди.

2 – мәһмәтниң уда 54 күн давамлашқан муһасирисидин кейин, истанбулниң 1453 – йили 29 – май сәйшәнбә күни пәтһи қилинишидин кейин тунҗи җүмә намизи оқулған фәтиһниң символи айасофйада «фәтиһ сүриси» тилавәт қилинди. андин аммиви дуа қилишқа җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму җүр болди.

видео конферанс васитиси арқилиқ түркийә хәлқигә хитаб қилған әрдоған, фәтиһ һәрикитиниң вәйран қилишниң әмәс, гүлләндүрүшниң, бузғунчилиқниң әмәс, ават қилишниң, зулумниң әмәс, адаләтниң, номуссизлиқниң әмәс, есил пәзиләтниң, нәпрәтниң әмәс, муһәббәтниң символи икәнликини тәкитлиди.

әрдоғанниң нутиқидин кейин, айасофйаниң алдиға қурулған супида «истанбулниң пәтһи қилиниши» темилиқ хәритә көрситиш мурасими өткүзүлди.

«фәтиһ мурасими» тарихий йерим аралдики етилдақ паалийити билән ахирлашти.

мурасим, җумһур рәислик сарийи билән учур - алақә ишлири башқармисиниң « YouTube» қаналлири вә аммиви таратқулардики сәһипилиридин һәм телевизийә қаналлиридин нәқ мәйдандин тартқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر