түркийә афғанистанда еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәм қилди

түркийә рамизан ейи мунасивити билән афғанистанниң нәрат вә нимруз вилайәтлиридики еһтийаҗлиқ 750 аилигә 40 тонна ғиза йардәм қилди.

1421796
түркийә афғанистанда еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниң һәратта турушлуқ вәкили әли әргун чинарниң билдүрүшичә, башқарма һәр йили рамизан ейида дунйаниң һәрқайси җайлиридики еһтийаҗлиқ кишиләргә ғиза йардәм қилидиған болуп, бу йилқи йардәмниң әһмийити техиму җиддий һәм муһим икән. җүмлидин, 40 тоннидин тәшкил тапқан 750 йардәм йешики, афғанистанниң нәрат вә нимруз вилайәтлиридики еһтийаҗлиқ аилиләрдин сирт йәнә, йетимханилар, йетим балилар , оқуғучилар йатақлири вә көрүш қуввити аҗизлар җәмийити қатарлиқ һәр хил орган вә тәшкилатларға  тарқитип берилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر