канадада әзан тунҗи қетим йаңратқу арқилиқ оқулди

канададики җамәләр вә мәсҗидләрдә тунҗи қетим рамизан ейида әзан йаңратқу арқилиқ оқулди.

1409375
канадада әзан тунҗи қетим йаңратқу арқилиқ оқулди

түркийә авази радийоси хәвири: рамизан башланғандин буйан мусулман җәмийәтләрниң пикир – тәләплиригә җиддий қараватқан торонто, едмонтон, оттава вә һамилтон қатарлиқ шәһәрлик һөкүмәтләр, пешин, әсир вә шам намазлирида әзанниң рамизан бойичә йаңратқу арқилиқ оқулушиға рухсәт қилди.

һамилтондики «‹ Mountain› җамәси» ниң имам хатипи сәйид тора, йаңратқу арқилиқ әзан оқулушқа башлиништин бурун наһайити аз  сандики җамаәт биләнла намаз оқулидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу, канададики мусулман җәмийәтләр үчүн тарихий бурулуш нуқтиси һесаблиниду. әзан инсанларни таәт – ибадәткә чақиридиған илаһий дәвәттур. бу дәвәткә һәммә кишиниң риайә қилиши наһайити муһимдур. тунҗи қетим қошнилиримизму  аңлийалиғудәк сәвийәдә әзан оқулуватиду. әзанниң йаңратқу арқилиқ оқулушиға һазирчә рамизан ейидила рухсәт қилинди, лекин биз буниң рамизандин кейинму давамлишиши үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситиватимиз.»

у йәнә, башқа шәһәрләрдики һәрқайси җамәләрниң мәсуллири шәһәрлик һөкүмәтләргә илтимас сунған тәқдирдә, рухсәт алалайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر