пәрвәрдигариңниң чирайлиқ вәдиси толуқ ишқа ашти

пирәвн вә униң қәвминиң салғанлири (йәни имарәтлири) ни вә йасиғанлири (йәни бағлири вә екинзарлиқлири) ни вәйран қилдуқ.

1355306
пәрвәрдигариңниң чирайлиқ вәдиси толуқ ишқа ашти

пәрвәрдигариңниң чирайлиқ вәдиси толуқ ишқа ашти

түркийә авази радийоси: әраф сүриси, 131 – 137 – айәтләр. улар әгәр (параванлиқ ـ молчилиқтәк) бирәр йахшилиққа еришсә, биз буниңға һәқлиқмиз, дәйду. әгәр уларға бирәр йаманлиқ кәлсә, улар: бу муса вә униң билән биллә болған мөминләрниң шумлуқидин кәлди, дәйду. уларға йәткән йахшилиқ билән йаманлиқ (мусаниң шумлуқидин әмәс) аллаһниң тәқдиридур, лекин уларниң толиси буни (йәни уларға кәлгән бала ـ қазаниң өз гунаһлири түпәйли аллаһ тәрипидин кәлгәнликини) уқмайду[131]. улар (йәни пирәвн қәвми): «көзимизни бағлаш үчүн һәрқандақ мөҗизә кәлтүрсәңму биз саңа һәргиз ишәнмәймиз» деди[132]. уларға су апитини, чекәткә, пит, пақа, қан (балалирини) рошән мөҗизиләр қилип әвәттуқ, (аллаһқа иман ейтишқа) уларниң гәдәнкәшлики йол қоймиди, улар гунаһкар қәвм болди[133]. уларға бала назил болғанда, улар: «и муса! пәрвәрдигариңға өзиниң саңа ата қилған әһди билән (йәни саңа бәргән пәйғәмбәрликниң һәққи һөрмити билән биздин балани көтүрүветишкә) дуа қилсаң, аллаһқа қәсәмки, әгәр биздин балани көтүрүвәтсәң, саңа чоқум иман ейтимиз, исраил әвладини чоқум сән билән биллә қойуп беримиз» дегән иди[134]. улардин балани вақитлиқ көтүрүвәткән чеғимизда, улар тосаттин әһдилирини бузди[135]. айәтлиримизни инкар қилғанлиқлири вә айәтлиримиздин ғапил болғанлиқлири үчүн, уларни деңизға ғәрқ қилип җазалидуқ[136]. бозәк қилинған қәвмни (йәни бәни исраилни) биз бәрикәтлик қилған (шам) земинниң шәрқ тәрәплиригә вә ғәрб тәрәплиригә (йәни һәммә тәрәпкә) варис қилдуқ. исраил әвлади сәвр қилғанлиқлири үчүн, пәрвәрдигариңниң уларға қилған чирайлиқ вәдиси толуқ ишқа ашти؛ пирәвн вә униң қәвминиң салғанлири (йәни имарәтлири) ни вә йасиғанлири (йәни бағлири вә екинзарлиқлири) ни вәйран қилдуқ[137].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر