америка қошма иштатлириниң йавроасийа сийасити

америка қошма иштатлириниң йавроасийа сийасити даирисидә ташқи ишлар министири майк помпейониң 31 – йанвардин 3 – февралғичә украина, беларусийә, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ әлләргә қилған зийарити вә арқа көрүнүши.

1354642
америка қошма иштатлириниң йавроасийа сийасити

америка қошма иштатлириниң йавроасийа сийасити

түркийә авази радийоси: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо 2020 – йили 31 – йанвардин 3 – февралғичә украина, беларусийә, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ әлләрдә зийарәттә болди. йеқинқи мәзгилләрдә америка қошма иштатлириниң йавроасийадин әскәр чекиндүргәнлики тоғрулуқ талаш – тартиш қилиниватқан бир пәйттә, помпейониң бу зийарити әһвалниң ундақ әмәсликини көрситиду.  

помпейо районлуқ зийаритини украинадин башлиди. һәммигә мәлумки, украина русийә билән болған риқабитидә һәмишә америка қошма иштатлири билән йавропа иттипақиға тайиниду. бирақ украина - америка қошма иштатлири мунасивәтлирини нөвәттә әң йүксәк сәвийәдә дейишкә болмайду. «истиратегийәлик мунасивәт» дейиливатқан болушиға қаримай, америка қошма иштатлири кийевға һазирғичә йеңи баш әлчи тәйинлигини йоқ. америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң украина алаһидә вәкилиниң вәзиписиму техичә бош туруватиду. америкида трампқа қарши башлитилған вәзиписидин қалдуруш тәкшүрүшигә украинаниң исми арилишип қалғанлиқи үчүн, алдинқи йили өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилип вәзипигә олтурған украина пирезиденти владимир зеленискиниң тунҗи америка зийаритиму ишқа ашқини йоқ. бу мәсилә тәрәпләр арисида муһим козерға айлинип қеливатиду. шунчә көп сәлбийликләргә қаримай икки тәрәп мунасивәтлириниң давамлаштурулидиғанлиқи вә америка қошма иштатлириниң йавроасийа сийаситидә украинаниң алаһидә орун тутидиғанлиқини ейтиш мумкин.

помпейо 1 – феврал күни беларусийәгә өтти. русийә билән пүтүнлишиш вә енергийә мәсилилиридә москва билән бирдәклик һасил қилалмиған беларусийә, аридин 26 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирини күтүвалди. зийарәт һарписида беларусийә пирезиденти александир лукашенко русийәдин қамдаватқан енергийә еһтийаҗини зөрүр тепилғанда америка қошма иштатлиридин қамдайдиғанлиқлирини қәйт қилди. америка қошма иштатлири буниңға беларусийәни «виза чәклимиси қойулидиған дөләтләр тизимлики» дин чиқириветиш билән җаваб қайтурди. лукашенко билән помпейониң учришишида, америка қошма иштатлириниң йеңи баш әлчихана қурулуши, 2008 – йилдин буйан бош туруватқан баш әлчиханиларға баш әлчиләрниң тәйинлиниши, нефит екиспорти қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди. бу зийарәт икки тәрәп мунасивәтлириниң әң қисқа вақит ичидә нормаллишишида түрткилик рол ойнайду. бирақ лукашенкониң буни киремил сарийи билән болған музакирилиридә козер қилип иштилидиғанлиқи наһайити рошәндур.

помпейо 2 – феврал күни нурсултанда қазақистан рәһбәрлири билән көрүшти. помпейониң қазақистан зийаритиниң күнтәртипидә, америка ширкәтлириниң қазақистандики паалийәтлири, америка – қазақистан сода – иқтисад мунасивәтлири вә хитайниң аз санлиқ милләтләргә қарита йолға қойуватқан сийасәтлири қатарлиқ мәсилиләр бар иди. помпейо нурсултанда хитайдин кәлгән қазақ кишилик һоқуқ паалийәтчилири биләнму көрүшти. бу учришиш, америка қошма иштатлириниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини хитайға қарши козер қилип ишлитидиғанлиқидин дерәк бериду.

помпейо 3 – феврал күни ташкәнттә өзбекистан рәһбәрлири билән бир йәргә җәм болди, һәмдә C5+1 йиғиниға қатнашти. бу йиғин айрим бир пирограмминиң темиси болғанлиқи үчүн, бу йәрдә помпейониң өзбекистан зийаритиниң тәпсилати һәққидә тохталмаймиз.

2018 – йиллиқ истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда, америка қошма иштатлириниң украина билән болған сода омумий соммиси 4 милйард, қазақистан билән болған сода омумий соммиси 2.1 милйард, беларусийә билән болған сода омумий соммиси 500 милйон, өзбекистан билән болған сода омумий соммиси 300 милйон доллар икән. америка қошма иштатлириға нисбәтән елип ейтқанда, бу дөләтләр толирақ русийә вә хитайға қарши паалийәтләрни елип бериш, уларни йениға тартиш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә. болупму русийәни төт тәрәптин қоршаш үчүн бу дөләтләр билән болған мунасивәтләр наһайити муһимдур. һәммигә мәлумки, америка қошма иштатлири 29 – йанвар күни русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзүшкә башлиди. мәзкур район дөләтлиригә нисбәтәнму қиримниң бесивелинишидин кейин русийәни тизгинләйдиған күч сүпитидә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлирини нормал һаләттә давамлаштуруш наһайити зор әһмийәткә игә.

түркийә йавроасийаниң муһим дөләтлири һесаблинидиған украина, беларусийә, өзбекистан вә қазақистан билән болған мунасивәтлирини мустәһкәмләп,  райондики нопузини күчәйтмәктә. район дөләтлири билән пикир бирлики һдсил қилиш пүткүл районға пайдилиқтур. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бу йил украина вә беларусийәдә зийарәттә болуши, қазақистан вә өзбекистан рәһбәрлирини күтүвелишиму бу ғайиға йетиштә муһим рол ойнайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر