иран – америка сүркилиши

күнтәртип вә анализ (02)

1337791
иран – америка сүркилиши

иран – америка сүркилиши

иран – америка сүркилиши

(мурат йешилташ)

иран америка сүркилиши؛ қасим сулайманиниң бағдатта америка тәрипидин өлтүрүлиши вә иранниң ирақтики америка базилириға һуҗум қилиши билән техиму йуқири пәллигә чиқти. иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлириға қарашлиқ қуддус армийәси қомандани қасим сулаймани иранниң йеқинқи мәзгилдики районлуқ сийаситиниң умуртқиси һесаблинатти. сулаймани әрәб қозғилаңлири башланғандин буйан иранниң чегра сиртидики һәрбий һәрикәтлиригә мәсул киши сүпитидә алдинқи пиланға чиққан болуп, ливан, сурийә, ирақ вә йәмәндә актип рол ойниған иди. у шиә милитанлириниң райондики тоқунушларға актип қатнишишини орунлаштурған киши иди. буниңдин башқа йәнә, ливандин йәмәнгичә барлиқ шиә милтанлири үстидә контироллуқини ишқа ашуруп, иранниң ички сийаситидә диний рәһбәр һаманейдин һәтта пирезидент руһанидинму үстүн қоллашларға еришкән болди. сулайманиниң ойниған роллири вә үстигә алған вәзипиләргә қаралғинида, униң өлүми иранниң улини тәвритидиған дриҗидә бир йерикчилик башқучни башлатқан болди. 

төвәндә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил ташниң мәсилигә мунасивәтлик анилизини диққитиңларға сунимиз:

**** *** **** ***** ***** ***** ***

сулайманиниң өлтүрүлиши вә арқидинла иран қайтурған қаттиқ җаваб, оттура шәрқ сийаситиниң 2020йилида техиму җиддий болидиғанлиқини испатлайдиған әһмийәткә игә. иран америка сүркилиши икки дөләтниң бивастә уруш қилишиға сәвәб боламду йаки болмамду? бу техи ениқ әмәс. лекин һәр икки актийор оттурисида узундин бери давмлшиватқан йепиқ урушниң техиму чоңқурлишидиғанлиқи мәлум. 

иран һөкүмити сулайманиниң өлтүрүлишидин кейин интиқам қәсими ичти вә қисғинә вақитта бу қәсәмгә әмәл қилғанлиқиниму көрсәтти. узундин буйан қейин күнләрни баштин кәчүриватқан иран хәлқиму теһран кочилирида интиқам қәсәмлиригә мас шоарларни товлашни давамлаштурмақта. бағдат кочилиридиму сулаймани билән биргә өлтүрүлгән муһәндисиниң интиқамини елиш шоарлири товланмақта. һәтта йеңи қурулған кичик қораллиқ тәшкилатлар, һәр иккисиниң интиқамини елишқа қәсәм ичкән көрүнүшлирини тарқатти. ирақ парламентиму америка әскәрлириниң ирақтин чиқип кетиши үчүн алаһдә қарар мақуллиди вә һөкүмәткә буни иҗра қилиш вәзиписини тапшурди. узундин буйан ички тоқунуш вә сийасий малиманчилиқни баштин кәчүриватқан ирақниң әмди бу мәсилиниң ичидин зади қандақ чиқалайдиғанлиқи чоң бир соал бәлгиси. ирақ һеч болмиғанда, америка иран сүркилишиниң вә риқабитиниң ирақни вәйранчлиққа тиқип қойуватқанлиқини билип йәтти. бирақ қолидин һеч нәрсә кәлмәйватмақта. «америкаму әмәс, иранму әмәс, мустәқил ирақ» чүшнчисини әмәлгә ашурулайдиған сеһирлик формиладин мәһрум әһвалда турмақта.

*** *** ** **** ***** * *****

 

иран һөкүмити болса, интайин җиддй вәзийәтләрдә йиғилидиған дөләт хәвпсизлик алий кеңишини америкаға қандақ тақабил туруш һәққидә йиғинға чақирди. һаманейму йиғинға қатнашти. иран дөлити барлиқ җамәләрниң гүмбәзлиригә шиәликниң күчлүк семволи һесаблинидиған қизил рәңлик байрақларни асти. иран һөкүмити йәнә, иранниң йадро пирограммисиға алақидар хәлқара келишимләргә әмәл қилмайдиғанлиқини вә оран суйуқландурушни давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди. бу арқилиқ америкаға интайин еғир җаваб қайтуридиғанлиқини тәкитлиди вә американиң ирақтики базилириға һуҗум қилип җаваб қайтурғанму болди. лекин бу җаваб сулайманиниң өлтүрүлишигә қайтурулған толуқ җаваб болаламду? һазирчә бу һәқтә бир нәрсә дейиш тәс. американиң буниңға қандақ җаваб қайтуридиғанлиқи толиму муһим рол ойнайду.

*** ** **** ****** **** ****

сулайманиниң өлтүрүлиши оттура шәрқтә гойа чоң давалғуш пәйда қилди. барлиқ актийорлар буниңдин кейин немиләр болидиғанлиқиға даир тәхминләрни қилишмақта вә бу тәхминләргә көрә пилан түзүшмәктә. түркийә һазирчә уттура шәрқтә мөтидиллик чақири елан қилған бирдин бир дөләт болуп қалди. исраилийә сулайманиниң өлтүрүлишидин интайин хошал. сәуди әрәбистан баштинла сулайманини қоли қанға бойалған киши дәп қарайтти, һазир техиму хошал болди. бирақ иранниң қайтуридиған җавабиниң сәуди әрбистанғиму йүзлинип қилишидин қорқмақта. парис қолтуқиниң кичик дөләтлири болса, қаттиқ иккилиниш ичидә.

хәлқара җамаәтчилик сүкүтини давамлаштурмақта. қайтурған инкаслири толиму адәттикичә.   америка урушқа көкрәк киргәндәк көрүнүш билән биргә җиддийчиликни төвәнлитип, иранни қайтидин үстәлдә олтурғузушниң койида. нөвәттә уруш чиқамду йаки чиқмамду. буниси ениқ әмәс. лекин 2020йилиниң оттура шәрққә нисбәтән техиму җиддийчиликләр ичидә өтидиғанлиқи мәлум.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر