түркийәдә панаһлиниватқан чәт әлликләргә җидди уқтуруш

түркийәниң чәт әлликләрни вақитлиқ қоғдаш бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзүлди.

1329473
түркийәдә панаһлиниватқан чәт әлликләргә җидди уқтуруш

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә вақитлиқ қоғдиниш салаһийитигә игә болған чәт әлликләр доклат қилиш вәзипсини сәвәбсиз, арқиму арқидин 3 қетим орундимиған тәқдирдә, валий мәһкимиси тәрипидин вақитлиқ қоғдиниш салаһийити әмәлдин қалдурулиду.

рәсмий гезитниң бүгүнки санида вақитлиқ қоғдаш бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзүлгәнликигә даир уқтуруш елан қилинди. 

түркийәдә вақитлиқ қоғдиниш салаһийитигә игә болған чәт әлликләрниң асаслиқ сәһийә мулазимити вә җиддий давалаш музалазимәтлиригә шундақла бу даиридики давалиниши вә дорилириға сәһийә министирлиқи тәрипидин бәлгиләнгән миқдар вә нисбәт бойичә төвән өчәмдә һәқ елинса болиду. 

вақитлиқ қоғдиниш салаһийитигә игә чәт әлликләр үчүн омумий маарип хизмәтлири даирисидә, билим ашуруш, җәмийәт, күлтүр, кәсп, техника, сәнәт вә тәнтәрбийә саһәлири бойичә тәләпкә бинаән курслар ечип берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر