талибан афғанистанниң ғәрбидә 27 кишини тутуп кәтти

талибан қораллиқлири афғанистанниң ғәрбидики фараһ вилайитидә хәлқ тинчлиқ һәрикитигә әза 27 кишини тутуп кәтти.

1329583
талибан афғанистанниң ғәрбидә 27 кишини тутуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: фараһ сақчи идариси байанатчиси муһиббуллаһ муһиб ахбаратчиларға елан қилған байанатида, хәлқ тинчлиқ һәрикити әзалиридин 27 кишиниң балабулук наһийәсидә талибан милитанлири тәрипидин тутуп кетилгәнликини билдүрди.

муһиббуллаһ муһиб хәлқ тинчлиқ һәрикити әзалириниң тинчлиқниң муһимлиқини чүшәндүрүш үчүн вилайәтму вилайәт айлинип, хәлқ аммиси билән учришиш паалийити елип баридиғанлиқини әскәртип, тутуп кетилгән әзаларниң қәйәрдә икәнликигә даир һечқандақ мәлумат йоқлуқини билдүрди.

муһиббуллаһ муһиб тутуп кетилгәнләрниң қойуп берилиши үчүн хизмәтләрниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

талибан тәрәп бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر