украинада айалларниң йағлиқ чегип рәсимгә чүшүши мәсилисидә муһим қарар чиқирилди

украинада ички ишлар министирлиқи мусулманлар узундин буйан күтүватқан айалларниң рәсмий кимликләр үчүн йағлиқ чегип рәсимгә чүшүши мәсилисигә йешил чирағ йақти.

1317539
украинада айалларниң йағлиқ чегип рәсимгә чүшүши мәсилисидә муһим қарар чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина мусулманлириниң диний ишлар оргининиң муптиси сәид исмагилов, ички ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә 19 – нойабир күни чиқирилған  қарариниң иҗра қилинишқа башлиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу қарарниң чиқирилиши украина асасий қануниға уйғундур. бу  җәмийәтниң демократийәлишиши вә айалларниң һәқ – һоқуқлириға һөрмәт қилиш йолида ташланған муһим бир қәдәм һесаблиниду.»

украина ички ишлар министирлиқи айалларниң паспорт, кимлик вә шопурлуқ кенишкилиридә ишлитилидиған фото сүрәтләр үчүн диний йаки  теббий сәвәбләр түпәйли йағлиқ чегәип рәсимгә чүшүшигә рухсәт қилинидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر