түркийә һәсәли пүтүн дунйаниң қизиқишини қозғимақта

дунйаниң һәммила әтрапида еғизларға тәм бәхш етиватқан түркийә һәсәли, експорт содисида йанвардин өктәбир ейиғичә болған мәзгилдә 18 милйон 406 миң 57 доллар кирим йаратти.

1310223
түркийә һәсәли пүтүн дунйаниң қизиқишини қозғимақта

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қара деңиз експортчилар бирликиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийә бу йил 10 ай ичидә дунйаниң һәммила әтрапиға дегүдәк 4146 тонна һәсәл експорт қилған.

түркийәниң һәсәл експорт базирида, германийә 10 айлиқ мәзгилдә 1461 тонна, йәни 5 милйон 981 миң долларлиқ һәсәл сетивилип 1орунға өткән.

америка 3 милйон 498 миң 668 долларлиқ һәсәл сетивелип 2, сәуди әрәбистан 2 милйон 457 миң 255 долларлиқ һәсәл сетивелип 3 -, кувәйт 1 милйон 27 миң 169 долларлиқ һәсәл сетивелип төтинчи вә австерийә 582 миң 870 долларлиқ һәсәл сетивелип 5болған. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر