ирандики намайишларда өлгән сақчиларниң сани 6 гә йәтти

иранниң һузистан өлкисигә қарашлиқ маһшәһир наһийәсидики намайишчилар билән сақчилар оттурисида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта, бир сақчи өлүп, 2 сақчи йаридар болди.

1309694
ирандики намайишларда өлгән сақчиларниң сани 6 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: табнак хәвәрләр тори, сақчи алаһидә қисим командани һәсән кәриминиң байанатлириға мәхсус орун аҗратти.

һәсән кәрими байанатида, «маһшәһир наһийәсидә йәкшәнбә күни намайишчилар билән йүз бәргән тоқунушта, йүз беши сақчи мәмури риза сәййид җенидин айрилди вә 2 сақчи йаридар болди» деди.

шундақ қилип иранда намайиш башланған күндин бүгүнгичә болған арилиқта өлгән сақчиларниң сани 6 гә йәтти.

америка йүргүзгән ембаргорларниңму тәсиридә иқтисадий җәһәттин қейин әһвалларни баштин кәчәриватқан иран хәлқи 15нойабирда бензин баһасиниң өрлитилишигә қарши нурғунлиған шәһәрләрдә тәңла намайиш башлиған иди. 

намайиш җәрйанида бәзи шәһәрләрдә һөкүмәт биналириға зийан йәткүзүлгән иди.


خەتكۈچ: #намайиш , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر