голландийәлик икки террорчи чеградин қоғлап чиқирилди

түркийә голландийәлик икки террорчини чеградин қоғлап чиқарди.

1309583
голландийәлик икки террорчи чеградин қоғлап чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, чәт әллик террорчиларни өз дөләтлиригә қайтуруш хизмити давамлишиватқан болуп, бу даиридә түнүгүн голландийәлик икки террорчи чеградин қоғлап чиқирилған.

голландийә тәптиш мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, сүрийәдин түркийәгә өткән вә чеградин қоғлап чиқирилған икки даешчи айал террорчи түнүгүн кәчтә амстердам счипһол айродурумида қолға елинған.

байанатта тәкитлинишичә, 3 вә 4 йашлардики балиси бар 25 йашлиқ даешчи айал өктәбир ейиниң ахирлири голландийәниң әнқәрә баш әлчиханисиға илтимас сунған, йәнә бир айал болса, 2018 – йили йанварда түркийәдә қолға елинған.

тәптиш мәһкимисиниң билдүрүшичә, даешчи бу икки айал террорчи җүмә күни роттердам сот мәһкимисигә тапшуруп берилидикән.

игилинишичә, 11 – 19 – нойабир күнлири германийәлик 10, данийәлик бир, әнглийәлик бир, америкилиқ бир вә голландийәлик икки террорчи түркийә тәрипидин чеградин қоғлап чиқирилған болуп, түркийәдики өз дөлитигә қайтуруветиш мәркизидә йәнә дөләт тәвәлики ениқ 39, вәтәнсиз бир, дөләт тәвәлики тәкшүрүлүватқан 944 чәт әллик террорчи бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر