пәрвәрдигаримиз! биз өзимизгә өзимиз зулум қилдуқ

әгәр сән бизгә мәғпирәт қилмисаң, бизгә рәһим қилмисаң, биз чоқум зийан тартқучилардин болимиз.

1291087
пәрвәрдигаримиз! биз өзимизгә өзимиз зулум қилдуқ

пәрвәрдигаримиз! биз өзимизгә өзимиз зулум қилдуқ

түркийә авази радийоси: әраф сүриси, 23 – 30 – айәтләр. улар: пәрвәрдигаримиз! биз өзимизгә өзимиз зулум қилдуқ, әгәр сән бизгә мәғпирәт қилмисаң, бизгә рәһим қилмисаң, биз чоқум зийан тартқучилардин болимиз›› деди[23]. аллаһ ейтти: ‹‹силәр бир ـ бириңларға (йәни шәйтан инсанға, инсан шәйтанға) дүшмән болған һалда чүшүңлар, әҗилиңлар пүткәнгә қәдәр йәр йүзидә турисиләр вә униңдин пайдилинисиләр››[24]. аллаһ ейтти: ‹‹йәр йүзидә йашайсиләр, йәр йүзидә өлүсиләр, (қийамәт күни) йәнә йәр астидин чиқирилисиләр››[25]. и адәм балилири! силәргә биз һәқиқәтән әвритиңларни йапидиған либасни вә зиннәтлинидиған либасни чүшүрдуқ, тәқвадарлиқ либаси әң йахшидур, әнә шулар (йәни инсан балилириға сәтри әврәт үчүн либас йаратмақ) уларниң ибрәт елиши үчүн аллаһниң (бәндилиригә болған пәзли ـ мәрһәмитини көрситидиған) аламәтлиридиндур[26]. и адәм балилири! шәйтан силәрниң ата ـ анаңларни (аздуруп) җәннәттин чиқиривәткәндәк, силәрниму аздурмисун, шәйтан уларниң әврәтлирини өзлиригә көрситиш үчүн кийимлирини салғузувәткән иди (йәни уларниң йалиңач болуп қелишиға шәйтан сәвәбчи болған иди). шәйтан вә униң қол астидикилири силәрни көрәләйду, силәр уларни көрәлмәйсиләр, шүбһисизки, биз шәйтанларни иман ейтмайдиғанларниң дости қилдуқ[27]. улар (йәни мушриклар) бирәр йаман ишни қилған чағлирида: ‹‹ата ـ бовилиримизниң мушундақ қилғанлиқини көргән идуқ, аллаһ бизниму шундақ қилишқа буйруған›› дәйду. (и муһәммәд! уларға) ейтқинки, ‹‹аллаһ (бәндилирини) һәқиқәтән йаман ишқа буйрумайду, өзлириңлар билмәйдиған нәрсиләрни аллаһ намидин йалған ейтамсиләр?››[28]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «пәрвәрдигарим мени адил болушқа буйруди. һәрбир сәҗдә қилғанда пүтүнләй аллаһқа йүзлиниңлар, аллаһқа ихлас билән ибадәт қилиңлар, силәр аллаһ дәсләптә пәйда қилған һалитиңларда (әслигә) қайтисиләр»[29]. аллаһ (силәрдин) бир гуруһни һидайәт қилди؛ йәнә бир гуруһқа гумраһлиқ тегишлик болди. шүбһисизки, улар аллаһни қойуп, шәйтанларни дост тутқан туруқлуқ өзлирини тоғра йолда гуман қилиду[30].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر