«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» дә бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани көпәймәктә

түркийә армийәси тәрипидин сүрийәдә «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида елип бериливатқан « һәрбий һәрикити» давамида бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 673 кә йәтти.

1289574
«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» дә бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «түркийәниң җәнубий чегра районлирида шәкилләндүрүлмәкчи болған террорлуқ каридорини йоқ қилиш, районға һузур вә тинчлиқ елип келиш мәқситидә түркийә армийәси тәрипидин сүрийәдә <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмида елип бериливатқан <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити 9 – күнигә қәдәм қойғанда бир тәрәп қилинған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  лиқ террорчиларниң сани 673 кә йәтти.»

дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к ни қаттиқ үмидсизликкә дучар қилған, бу әһвал террорлуқ тәшкилатиниң йимирилишигә сәвәб болған, буниңға әгишип, рәққә вә тәбга районлирида террорлуқ тәшкилати тәрипидин мәҗбурий һалда қорал тутқузулған 600 гә йеқин террорчи қечип кәткән, түркийә қисимлириға тәслим болған террорчиларниң сани 40 тин ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر