җенс ситолтенберг: түркийәниң бихәтәрликкә даир йоллуқ әндишлири бар

шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) баш катипи җенс ситолтенберг түркийәниң җәнубий чеграсида бихәтәрликкә даир йоллуқ әндишлири барлиқини ейтти.

1285286
җенс ситолтенберг: түркийәниң бихәтәрликкә даир йоллуқ әндишлири бар

түркийә авази радийоси хәвири: җенс ситолтенберг италийәниң пайтәхти римда баш министир гусеппә конте билән өткүзгән учришишидин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

  җенс ситолтенберг ахбарат елан қилиш йиғинидики сөзидә, түркийәниң җәнубий җеграсида бәрпа қилинмақчи болған террорлуқ каридорини йоқутуш, районни тинчлиқ вә хатирҗәмликкә игә қилиш мәқситидә башлиған «тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити» һәққидә шималий атлантик әһди тәшкилати (нато)ға мәлумат бәргәнликини уқтурди.

ситолтенберг: «түркийәниң бихәтәрликкә даир йоллуқ әндишлири бар. еғир дәрҗидә террорлуқ һуҗумилириға учриди» деди вә түркийәниң өз нөвитидә йәнә, нурғунлиған панаһланғучиларға саһибханлиқ қиливатқанлиқини әскәртти.  

ситолтенберг «тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити» үстидиму тохтилип, «түркийәниң нормал иш қилидиғанлиқиға шундақла паалийәтлириниң тәңпуң вә өлчәмлик болидиғанлиқиға ишинимән» деди. 

ситолтенберг әтә түркийәдә елип баридиған рәсмий зийаритидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر