шәйтан силәргә һәқиқәтән ашкара дүшмәндур

иблис ейтти: «сениң мени аздурғанлиқиңдин улар (йәни адәм әләйһиссалам вә униң әвладиға вәсвәсә қилиш) үчүн чоқум сениң тоғра йолуң үстидә олтуримән.»

1282226
шәйтан силәргә һәқиқәтән ашкара дүшмәндур

шәйтан силәргә һәқиқәтән ашкара дүшмәндур

түркийә авази радийоси: әраф сүриси, 12 – 22 – айәтләр. аллаһ (иблисқа): ‹‹сени сәҗдә қилишқа буйруған чеғимда немишқа сәҗдә қилмидиң?›› деди. иблис: ‹‹мән униңдин артуқ. мени оттин, уни лайдин йараттиң›› деди[12]. аллаһ (иблисқа) ейтти: ‹‹сән бу йәрдин (йәни җәннәттин) чүшүп кәт, бу йәрдә өзүңни чоң тутушуңға болмайду, йоқал, сән һәқиқәтән пәскәшләрдинсән››[13]. иблис: ‹‹маңа кишиләр қайта тирилдүрүлидиған күнгичә (йәни қийамәт күнигичә) мөһләт бәргин›› деди[14]. аллаһ: ‹‹саңа мөһләт берилиду›› деди[15]. иблис ейтти: ‹‹сениң мени аздурғанлиқиңдин улар (йәни адәм әләйһиссалам вә униң әвладиға вәсвәсә қилиш) үчүн чоқум сениң тоғра йолуң үстидә олтуримән[16]. андин уларға чоқум алдидин, арқисидин, оңидин, солидин һуҗум қилимән, уларниң көпчиликиниң (немитиңгә) шүкүр қилғучилар әмәсликини көрисән››[17]. аллаһ ейтти: ‹‹җәннәттин әйибләнгән вә (рәһмитимдин) мәһрум қилинған һалда чиқ, уларниң ичидин саңа әгәшкәнләрни қошуп, һәммиңлар билән чоқум җәһәннәмни толдуримән››[18]. ‹‹и адәм! сән айалиң билән иккиңлар биллә җәннәттә туруңлар, җәннәтниң мевилиридин халиғиниңларчә йәңлар, бу дәрәхкә йеқинлашмаңлар, (униңға йеқинлашсаңлар) залимлардин болуп қалисиләр››[19]. лекин шәйтан уларниң йепиқлиқ әврәтлирини ечиветиш үчүн, уларға вәсвәсә қилди, шәйтан ейтти: ‹‹пәрвәрдигариңларниң силәргә бу дәрәхниң мевисини йейишни мәни қилғанлиқи пәқәт силәрниң пәриштә болуп кәтмәсликиңлар йаки (җәннәттә) мәңгү туруп қалмаслиқиңлар үчүндур››[20]. шуниңдәк уларға: ‹‹мән чоқум силәргә садиқмән›› дәп қәсәм ичип бәрди[21]. алдамчилиқ усуллири арқилиқ уларни (йуқири мәртивидин төвән мәртивигә) чүшүрди. дәрәхниң мевисини йегәндин кейинла уларниң әврәтлири ечилип қалди, улар җәннәттики дәрәхләрниң йапрақлири билән әврәтлирини йепишқа киришти, уларниң пәрвәрдигари (уларға кайип): ‹‹мән силәргә бу дәрәхни (йәни мевисини) йейишни мәни қилмиғанмидим? шүбһисизки, шәйтан силәргә һәқиқәтән ашкара дүшмәндур, демигәнмидим?›› дәп нида қилди[22].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر