ислам дүшмини парламент әзаси  намзати қоғланди қилинди

канадада 21 -  өктәбир күни өткүзүлидиған омумий сайламға қатнишиш үчүн йешил партийәдин парламент әзаси намзати болған ерик скоман исламға һақарәт қилғанлиқи сәвәбидин партийәсидин қоғланди қилинди.

1268984
ислам дүшмини парламент әзаси  намзати қоғланди қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:  йешил партийә тәрипидин симкое шәһиридиннамзат көрситилгән ерик сикоман, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бир чошқиниң бәзи қисмини һәмбәһирлишип, «чошқиниң қалған қисмини, муһәммәдниң һәҗвий рәсимигә наразилиқ билдүргәнләр үчүн данийәгә йоллидуқ» дегәниди.

канада мусулманлири миллий кишиниң мәсули мустафа фаруқ, скоманниң бу учурини  йешил партийәниң рәһбири елизабит мейға йәткүзүп, исламға, мусулманларға вә муһәммәд әләйһиссаламға  һақарәт қилиш қилмишиниң тәкшүрүлүши вә тегишлик тәдбир қоллинилишини тәләп қилди.

фаруқ бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «биз барлиқ канадалиқларниң пикир әркинликигә һөрмәт қилимиз. бирақ чошқа парчилирини почта арқилиқ йоллаш тоғрулуқ вәдә бәргиниңиздә, сизни сайлимақчи болған һәммә адәмниң буниңға қарап туралиши мумкин әмәс. бу киши намзатлиқ тизимликидин чиқириветилиши лазим.»

фаруқниң бу тәлипигә җаваб қайтурған  йешил партийәниң рәһбири елизабит мей, ерик скоманниң намзатлар тизимликидин чиқириветилгәнликини , һәмдә партийәдин қоғланди қилинғанлиқини уқтурди.

йешил партийәдин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «йешил партийә җинсий айримчилиқ, ислам дүшмәнлики, йәһудий дүшмәнлики, айаллар дүшмәнлики, гомофобийә, йаки һәрқандақ шәкилдики нәпрәтлик қилмишларға қаршидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر