имам байилди

«имам байилди» етиш усули.

1243266
имам байилди

имам байилди

түркийә авази радийоси: түрк таамлирида ишлитилидиған ваз кечилмәс материйаллардин бири педигәндур. ана вәтини һиндистан болған педигән билән етилидиған түрк таамлири йүзләрчә хилға йетиду. бүгүн силәргә, педигән билән етилидиған, гөшсиз тамақ йегүчиләрниңму дитиға йақидиған вә «имам әң йақтуридиған тамақ» дегән мәнини билдүридиған «имам байилди» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз. 

«имам байилди» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • 4 данә педигән
  • бир қошуқ зәйтун йеғи
  • 3 данә оттуриһал пийаз
  • 12 чиш самсақ
  • 3 данә қизилмуч
  • 3 данә пәмидур
  • 3 тутам туз
  • 3 тутам қаримуч
  • бир татлиқ қошуқи шекәр
  • бир бағлам йумғақсүт

«имам байилди» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән, педигәнни йуйуп, постини сойуң, андин педигәнни қизитилған зәйтун йеғида алди һәм арқа тәрипини қизартиң, арқидин артуқ йағлириниң сиңиши үчүн, педигәнни тазилиқ қәғизиниң үстигә елиң.
  • пийазларни йерим һалқа шәклидә, самсақ вә қизилмучни болса ушшақ тоғраң.
  • һәммисини бир қошуқ зәйтун йеғида бирқанчә минут пишуруң.
  • үстигә пости сойуветилгән, уруқлири чиқириветилип, тоғралған пәмидурни илавә қилиң.
  • пәмидур йумшап пишқан чағда, туз, қаримуч, шекәр вә йумғақсүтни илавә қилип, отни өчүрүң.
  • педигәнләрни қазанға тизиң, оттура қисмини пичақ билән сизиқ шәклидә йериң, қошуқ билән кеңәйтип, қейиққа охшаш ечиң.
  • ичигә пәмидурлуқ материйални толдуруң.
  • тава қазанда қалған пәмидурлуқ суниму қазанға төкүң, үстигә наһайити аз миқдарда зәйтун йеғи сепиң.
  • тувақни йепип, 20 – 25 минут пишурғандин кейин, истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر