бир милйонға йеқин һаҗи намзати сәуди әрәбистанға берип болди

сәуди әрәбистан техи һәҗ мәвсими рәсмий башланмай турупла 1 милйонға йеқин һаҗи намзатиниң келип болғанлиқини елан қилди.

1243682
бир милйонға йеқин һаҗи намзати сәуди әрәбистанға берип болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң рәсмий хәвәр агентлиқи «SPA» ниң хәвәр қилишичә, һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн муқәддәс земинға кәлгәнләрниң сани 1 милйонға йеқинлашқан.  

сәуди әрәбистанға һазирға қәдәр һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн кәлгәнләрниң сани 926 миң 726 киши болған болуп, булардин 881 миң 229 киши һава йоли билән кәлгән.

хәвәрдә хаҗи намзатлиридин 555 миң 338 кишиниң һәҗ һазирлиқлири үчүн мәккидә берип болғанлиқи, 161 миң 588 кишиниң мәдинидә икәнлики билдүрүлди.

рәсмий санлиқ мәлуматлаға асасланғанда, алдинқи һәҗ мәзгилидә 2 милйон 371 миң 675 киши һәҗ пәрзини ада қилған.

бу йиллиқ һәҗ пәсли болса, авғуст ейиниң дәсләпки күнлиридин тартип башлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر