америка - хитай сода урушиниң хитай иқтисадиға қанчилик зейини болиду?

хитай хәлқ сийасий кеңиши башлиқи ваң йаң америка билән болған сода урушиниң хитай иқтисадий тәрәққийатиға көрситидиған тәсириниң аран %1 болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

1203411
америка - хитай сода урушиниң хитай иқтисадиға қанчилик зейини болиду?

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий хитай әтигәнлик гезитиниң хәвиригә асасланғанда, хитайниң әң йуқири мәслиһәт миханизми сүптидә вәзипә өтәватқан хитай хәлқ  сийасий кеңиши башлиқи шундақла хитай коммунстик партийәсиниң әң йуқири дәриҗилик 7 әмәлдариниң бирси һесаблинидиған ваң йаң, һөкүмәт болуш сүпити билән хитай америка оттурисидики сода урушиниң йиллиқ көрситидиған зейинини һесаблап чиққанлиқини ейтти.

бу һесабқа асасланғанда, әң йаман еһтимал бойичә болғанда, иқтисадий тәрәққийатқа көрситидиған зийининиң күтүлгиәндин техиму төвән болидиғанлиқини дава қилған ваң йаң, омумий зийанниң бу йиллиқ тәрәққийатниң %1 пирсәнтигә аран тоғра келидиғанлиқини илгири сүрди.

ваң йаң америкиниң сода урушида хитайниң азабқа чөкүп кетидиғанлиқини ойлап, хитайниң ирадисиға сәл қариғанлиқини ейтти. 

бирақ %1 лик бу тәхмингә тонулған иқтисадшунашлар гуман билән қаримақта.  

хитай америка сода уруши башлинип бир йилға қәдәм қойуш алдида турған бир мәзгилдә хәлқара базарлар алдинқи һәптиләрдә тамужна беҗи талаш тартишлириға шаһит болған иди.

хитай муавин баш министири лийу хи вашингитонда қатнашқан сода музакирлиридин қуруқ қол қайтқандин кейин, америка пирезиденти доналд трамп сода музакирилириниң нәтиҗисиз өткәнликини сәвәб қилип, 8майда 200 милйард долларлиқ хитай мәһсулатиға қойулуватқан әслидики %10 лик баҗни %25 кә чиқарғанлиқини елан қилған иди. 

хитай даирилириму трампниң байанатида җавап орнида мушу һәптиниң бешида америкидин емпорт қилинған 60 милйард долларлиқ 5 миңдин көпрәк мәһсулат түригә %5 тин %25 кичә тамужна беҗи қойидиғанлиқини елан қилған вә бу баҗларниң 1 ийундин етибарән рәсмий иҗра қилинидиғанлиқини җакарлиған иди. 

хитай март ейида өткүзгән әмумий кеңәш йиғинида бу йиллиқ иқтисади тәрәққийат тәхминини %6 билән %6.5 арисида болиду дәп елан қилған болуп, бу хитай һөкүмитиниң йеқинқи 30 йиллиқ тарихидики әң төвән иқтисадий тәрәққийат нисбити һесаблинидикән. йәни хитайниң иқтисади ешиши 30 йиллиқ тарихидики әң төвән сәвийәгә чүшүп қалғанлиқиниң намайәндиси дәп қаралмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر