малайшийада террорлуқ һуҗуми тосуп қилинди

малайшийада һиндуларға һуҗум қилишни пиланлиған террорлуқ тәшкилати даешқа четишлиқ 4 киши назарәткә елинғандин кейин, бәзи районлардики һинду ибадәтханилирида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилди.

1202477
малайшийада террорлуқ һуҗуми тосуп қилинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа сақчи идарасидин елан қилинған байанатта, назазәткә елинған 4 кишидин 3 кишиниң чәт әллик икәнлики, алдинқи йили петалаң җайа шәһиридики бир намайиш әснасида һиндулар тәриипдин уруп дәссәп өлтүрүлгән мусулман от өчүрүш хадими муһәммәд әдип муһәммәд қасимниң интиқамини елиш үчүн пайтәхт куала лумпур вә тереңгану өлкисидә түнүгүн һуҗум пиланлиғанлиқи қәйт қилинди.

гумандарлар һуҗум қилиш алдида назарәткә елинғандин кейин, райондики бәзи һинду ибадәтханилириниң бихәтәрлик тәдбирлириниң йуқури көтүрүлгәнлики билдүрүлди. 

сақчи әтрити түнүгүн йеқинлап келиватқан 4 кишиниң терорлуқ тәшкилати даеш билән мунасивити барлиқини вә өз қилмишилирини йоллуқ көрситиш үчүн вапат болған от өчүрүш хадими муһәммәд әдипниң исмини суйиистемал қиливатқанлиқини билдүргән иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر