15.05.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1201648
15.05.2019

 

 

ливанда чиқидиған «Al-  Hayat» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң идлибта түркийә русийә келишимигә зийанкәшлик қилиш уруниши барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда ингилизчә чиқидиған «Alsharq Alawsat» гезити, сүрийә тартқан зийанниң 380 милйард доллар икәнликини вә хәлқиниң %93 ниң йоқсул вә намрат һалға келип қалғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «Al-Raya Al-Katariya» гезити, йеқинқи 72 саәт ичидә сәуди әрәбистанниң тартқан зейининиң 31 милйард долларға йәткәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «Süddeutsche Zeitung (SZ)» гезити, германийә ички ишлар министири һорст сеһоферниң «һазирчә сүрийәликләр үчүн йолға қойулған панаһлиққа илтиҗа қилиш бәлгилимисини өзгәртишни халимайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди. 

германийәниң «Deutsche Welle (DW)» медийа оргини, германийә ширкәтлириниң тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш хираҗәтлиридә рекорт йаратқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «zdf.de» тори, германийәдә 2018йилида ирқий айримчилиқ вәқәлириниң йүз бериш нисбитиниң %400 йуқири өрлигәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «El País» гезити, испанийәниң иран деңиз қолтуқидики америкиға тәвә һуҗумчи қисимлири арисидики «Méndez Núñez» деңиз армийә әтритини чекиндүргәнликини хәвәр қилди.

испанийәниң «El Mundo» гезити, венезуелада сақчи вә һәрбий қисимларниң парламентниң контироллуқини алқиниға алғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «La Vanguardia» гезити, хитайниң америдики мәбләғлириниң %80 төвәнлигәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «Libération» гезити, «26 - һәптилик намайишлар؛ лилләдә чақлиқ орундуқ ишлитидиған 2 нәпәр мейип сериқ җелиткилик намайишчиға сақчилар йаш аққузуш бомбиси билән мудахилә қилди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

«Le Figaro» гезити, тереса мәйниң ийун ейиниң башлирида йавропа иттипақидин чекинишкә алақидар йеңи бир келишим тәклипи сунидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Haberrus» хәвәрләр тори, помпеониң сочида путин билән көрүшкәнликини, һәр икки тәрәпниң мунасивәтләрни түзүтүш басқучини башлашни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Türkrus» хәвәрләр тори, «мәркәз банкисиниң доллар записи йерим тирилйон долларға қарап учқандәк илгирилимәктә» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

русийәниң «obzor.press» хәвәрләр тори, атақлиқ русийә сийасәтчилири вә парламент әзалириниң кимлик мәлуматлириниң һәммәйләнгә очуқ һалда елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر