җәнубий корейә хуән гуайдони қоллайдиғанлиқини җакарлиди

җәнубий корейә венезуела дөләт парламенти башлиқи хуән гуайдониң вәқитлиқ пирезидентлиқини қоллайдиғанлиқини елан қилди.

1152388
җәнубий корейә хуән гуайдони қоллайдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә ташқи ишлар минстирлиқидин елан қилинған байанатта, сеул һөкүмитиниң венезуелада өзини вақитлиқ пирезидент дәп елан қилған хуән гуайдони қоллайдиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта җәнубий корейә һөкүмитиниң венезуелада 2018йили майдики пирезидентлиқ сайламлириниң қанунлуқ вә очуқ - ашкара болуштин халий болғанлиқи түпәйлидин келип чиққан һазирқи қалаймиқанчилиққа қарита әндишә һес қиливатқанлиқи тәкрарланди. венезуелада 23 - йанварда өзини «вақитлиқ пирезидент» дәп елан қилған дөләт парламенти башлиқи гуайдони пирезидент сүпитидә қобул қилғанлиқи тәкитләнди. шундақла венезуелада әң қисқа вақит ичидә демократик, очуқ ашкара вә ишәнчлик бир пирезидентлиқ сайлими өткүзүлүши керәклики һәққидә чақириқ елан қилинди. 

венезуелада көпинчиси өктичиләрниң қолидики дөләт парламенти башлиқи гуайдо өктичиләрниң йиғилишида өзини вақитлиқ пирезидент елан қилған вә америка, австиралийә, канада, коломбийә, перу, еквадор, парагвай, биразилийә, чили, панама, аргентина, костарика вә гватемала қатарлиқ дөләтләр уни қоллиған, ахирида йавропа парламентиму қоллаш үчүн қәдәм ташлиған иди.

түркийә, мексика, русийә, иран, куба, хитай вә боливийә венезуела пирезиденти николас мадуро һөкүмитини қоллайдиғанлиқини җакарлиған, мадурому бу вәқәләргә қарита америка билән болған дипломатик вә сийасий мунасивәтләрни узуп ташлиғанлиқини, бирақ сода мунасивәтлириниң давамлишидиғанлиқини җакарлиған иди.

америка пирезиденти доналд трамп венезуелаға әскәр йоллашниңму таллаш йоллиридин бири икәнликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر