америка венезуелаға һәрбий мудахилә қилиш үчүн чеграға әскәр йөткиди

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова америка қошма иштатлириниң венезуелаға һәрбий мудахилә қилиш урунишида болуватқанлиқини вә алаһидә қисим шундақла қорал – йарақларни венезуела чеграсиға йөткигәнликини илгири сүрди.

1150966
америка венезуелаға һәрбий мудахилә қилиш үчүн чеграға әскәр йөткиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: марийа захарова пайтәхт мусковада чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида венезуеланиң йеқинқи вәзийити вә күнтәртиплири үстидә тохталди. венезуела мәслисиниң толиму назук бир басқучқа киргәнликини тәкитләп, «америка венезуелада инсанпәрвәрәлик йардәм дегән нам астида, һөкүмәтни қоллиғучилар вә өктичи гуруппиларни бир биригә қарши күшкүртмәктә. пирезидентни ағдуруп ташлаш үчүн хәтәрлик қутратқулуқларни пиланлимақта. америкиниң венезуелаға қаратқан иғвагәрчиликлири дунйадики йирикчиләрни техиму улғайтивитиду» деди.

захарова америкиниң венезуеланиң ички ишлириға арлишивелишқа урунуп, алаһидә қисимлири вә қораллирини венезуела чграсиға йөткигәнликини илгири сүрди.

америкиниң оттура мусапилиқ йадорлуқ қорал келишими "INF" тин чекиниш қарари үстидиму тохталған захарова: «келишимниң бузулиши қорал риқабитигә риғбәтләндүрүш болуп қилиши мумкин. шуңа русийә оттура мусапилиқ йадорлуқ қорал келишими "INF" мәсилиси һәққидә америкиға сунған тәклипидин ваз кәчмәйду» деди.

захарова афғанистан сийасәтчилириниң бу ай мәсковада талибан вәкиллири билән бир йәргә җәм болидиғанлиқини әскәртип, учришишларниң афғанисанда тинчлиқни ишқа ашуридиғанлиқини тилға алди. русийә пирезиденти виладимир путинниң афғанистан алаһидә вәкили замир кабулов билән америкиниң афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзадниң афғанистан мәслиси үстидә әнқәрдә учришиш өткүзгәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر