йапонийә аләм бошлуқида суний ақар йолтуз йамғури шәкилләндүрдиған болди
йапонийә аләм бошлуқида суний ақар йолтуз йамғури шәкилләндүрдиған суний һәмраһ қойуп бәрди.
түркийә авази радийоси хәвири: кийодо агентлиқинң хәвиридә, йапонийә аләм тәтқиқати аҗантаси «JAXA» тәрипидин «Epsilon» ракитаси арқилиқ орбитигә 7 суний һәмраһ қойуп берилгәнлики билдүрүлди.
бу суний һәмраһлардин бирсиниң мәркизий ишханиси токйода турушлуқ «ALE» ширкити тәрипидин ишләпчиқирилғанлиқи вә аләм бошлуқиға метал парчилири түкүш арқилиқ суний ақар йолтур йамғури шәкиләндүридиғанлиқи қәйт қилинди.
дунйа бойичә тунҗи йеңилиқ болуши пиланланған суний ақар йолтуз йамғури лайиһәсиниң чиқими һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.
«ALE» ширкитиниң суний ақар йолтуз йамғурини келәр йили һирошима асманида шәкилләндүрүшни нишан қилғанлиқи тәкитләнди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шолз нетанйаһу билән телефонлашти
германийә баш министири олаф шолз исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән телефонлашти.