ийорданийә мәликиси түркчә өгәнмәктә

ийорданийә мәликиси раһмә бинт әл һәсән йүнүс әмрә инсититути тәрипидин ечилған курсларда түркчә өгәнмәктә.

1090867
ийорданийә мәликиси түркчә өгәнмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йүнүс әмрә инсититути нурғунлиған дөләтләргә түркийә күлтүрини тонутуш үчүн көрситиватқан тиершчанлиқлири даирисидә, түрк тили маарипини охшаш болмиған хәлқләр арисида қанат йайдурушта утуққа еришти. 

йүнүс әмрә инсититутиниң ийорданийәдә ачқан түркчә курсилириға болған қизиқиш, пәқәт түркийәдә оқушни халайдиғанлар йаки түркийәгә сайаһәткә беришни халайдиғанлар биләнла чәклинип қалмастин, падишаһ аилисигичә кеңәйди. 

падишаһ 2абдуллаһниң тағисиниң қизи мәликә раһмә бинт әл һәсәнму өзигә охшаш йүзлигән оқуғучилар билән бирликтә йүнүс әмрә инсититутиниң түркчә курсиға қатнашмақта.

йүнүс әмрә инсититутиниң амман шөбиси мудири чәнгиз әроғлу ийорданийәдики түрк тилға болған қизиқишниң омумән қилип ейтқанда, интайин йоқури икәнликини, һазирниң өзидила 200 оқуғучиниң аммандики курста түркчә оқуватқанлиқини ейтти.

бу санға йәнә, ийорданийә вә әл йумрук университетидики йүзлигән түрк тили оқуғучилириниму қошушқа болидиғанлиқини тәкитлигән чәнгиз әроғлу, тәҗрибилик түрк тили оқутқучилири болғанлиқи сәвәбидин ийорданийәликләрниң асасән дегүдәк йүнүс әмрә инсититутиниң күрслирини таллаватқанлиқини билдүрди.

чәнгиз әроғлу ийорданийәлик оқуғучиларниң көпинчисиниң оқушлирини түркийәдә давамлаштурушни халайдиғанлиқини шуңа түрк тили өгиниватқанлиқини, бирақ сайаһәт саһәсиниңму түрк тилиға болған қизиқишқа муһим төһписи барлиқини һәмдә йеқинқи йиллардин буйан ийорданийәлик сайаһәтчиләр саниниң көринәрлик дәриҗидә йуқири өрлигәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر