нигерийәдики түрк мәктипиниң оқу – оқутуш хизмити башланди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәдә паалийәт елип бериватқан «дарул әнсар» хәлқаралиқ түрк мәктипиниң, түркийәдин әвәтилгән йардәмләрниң сайисида йеңи оқу – оқутуш хизмити башланди.

1070337
нигерийәдики түрк мәктипиниң оқу – оқутуш хизмити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: «адәмдәр җәмийити» вә «абуҗа  - истанбул достлуқ җәмийити» ниң вәкиллиридин фатиһ әмин данишан, мәктәпниң уда икки йилдин буйан паалийәт елип бериватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу йил оқуғучилиримизниң санини йеңи бир синип тәсис қилиш арқилиқ 281 гә йәткүздуқ, мәктипимизниң чиқимлири, оқутқучиларниң мааши, оқуғучиларниң қәләм – дәптәр қатарлиқ барлиқ еһтийаҗлири, түркийәдин әвәтилгән йардәмләр арқилиқ ишқа ашурулмақта. бүгүнму түркийәдин кәлгән йардәмләр билән мәктипимиздики оқуғучиларға тәрәт кәши, китаб, қәләм, дәптәр вә өчүргүч қатарлиқларни тарқитип бәрдуқ.»

игилинишичә, нигерийәдә маддий имкансизлиқ вә тоқунушлар сәвәбидин, оқуғучиларниң муһим бир қисми мәктәптә оқуйалмайдикән.

маарип министирлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, тәхминән 200 милйонлуқ нопусқа игә нигерийәдә 10.5 милйон бала оқуштин мәһрум икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر