әнқәрәдә америка баш әлчиханиси җайлашқан кочиниң исми « Malcolm X» қа өзгәртилди

пайтәхт әнқәрәниң «чуқурамбар мәһәллиси» дә қурулуши давамлишиватқан америка қошма иштатлириниң баш әлчиханиси җайлашқан кочиниң исми  « Malcolm X» қа өзгәртилди.

1067962
әнқәрәдә америка баш әлчиханиси җайлашқан кочиниң исми « Malcolm X» қа өзгәртилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә шәһәрлик һөкүмити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «чанкайа наһийәсигә җайлашқан <чуқурамбар мәһәллиси> дики 1478 – кочиниң исминиң < Malcolm X > қа өзгәртилишигә алақидар <исим қойуш комитети> ниң доклати бирдәк аваз билән мақулланди.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «исмини әнқәрәдә йашитимиз» дегән америкилиқ мусулман сийасийон вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси  « Malcolm X» ниң исми, әнқәрәниң «чуқурамбар мәһәллиси» дә қурулуши давамлишиватқан америка қошма иштатлириниң баш әлчиханиси җайлашқан 1478 – кочиға берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر