мән батил динлардин һәқ динға бурулуп, аллаһқа йүзләндим

мән һәқиқәтән, батил динлардин һәқ динға бурулуп, асманларни, земинни йаратқан затқа йүзләндим, мән мушриклардин әмәсмән.

1067900
мән батил динлардин һәқ динға бурулуп, аллаһқа йүзләндим

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 74 – 81 – айәтләр.  өз вақтида, ибраһим өз атиси азәргә: «(сән өзүңни йаратқан аллаһни қойуп) бутларни мәбуд қиливаламсән? мән сени вә қәвмиңни һәқиқәтән ениқ гумраһлиқта көрүмән» деди[74]. ибраһимниң (тәвһид барисида) қәтий ишәнгүчиләрдин болуши үчүн, (униңға атиси билән қәвмниң гумраһлиқини көрсәткинимиздәк) биз ибраһимға асманларниң, земинниң аҗайиплирини көрсәттуқ[75]. ибраһим кечиниң қараңғулуқи басқанда бир йултузни көрүп (қәвминиң сөзини дәлил кәлтүрүп, уларни мат қилиш үчүн): «бу мениң пәрвәрдигаримдур» деди. йултуз петип кетивиди, «мән петип кәткүчиләрни (йәни йултузларға ибадәт қилишни) йақтурмаймән» деди[76]. у айниң туғқанлиқини көрүп (йуқириқи усул бойичә): «бу мениң пәрвәрдигаримдур» деди. ай петип кетивиди, «әгәр пәрвәрдигарим мени һидайәт қилмиған болса, мән чоқум азғучи қәвмниң қатарида болидикәнмән» деди[77]. у қуйашниң чиқиватқанлиқини көрүп (йуқириқи усул бойичә): «бу мениң пәрвәрдигаримдур, бу һәммидин (йәни йултуз билән айдин) чоңдур» деди. қуйаш петип кетивиди, у ейттики: «и қәвмим! мән һәқиқәтән силәр шерик кәлтүргән мәбудлардин ада ـ җудамән[78]. мән һәқиқәтән, батил динлардин һәқ динға бурулуп, асманларни, земинни йаратқан затқа йүзләндим, мән мушриклардин әмәсмән»[79]. ибраһимниң қәвми униң билән муназириләшти, ибраһим ейттики, «мени аллаһ һидайәт қилған турса, мән билән аллаһ (ниң мәвҗутлуқи вә бирлики) тоғрулуқ муназирилишәмсиләр? мән силәрниң аллаһқа шерик кәлтүргән бутлириңлардин қорқмаймән, пәқәт пәрвәрдигаримниңла халиған нәрсиси болиду, пәрвәрдигаримниң билими һәммә нәрсини өз ичигә алған, (мәбудлириңларниң маңа һечбир зийан йәткүзәлмәйдиғанлиқини) ойлимамсиләр![80]. аллаһниң шерики болуш һәққидә аллаһ силәргә һечқандақ дәлил чүшүрмигән бутларни аллаһқа шерик кәлтүрүштин қорқмайватсаңлар, силәрниң шерик кәлтүргән бутлириңлардин мән қандақму қорқаттим! әгәр силәр билсәңлар (ейтиңларчу), биз бу икки гуруһ адәмдин зади қайсимиз әң қорқмаслиққа тегишлик»[81].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر