амирхан рол алған йеңи филим 30 – нойабирда киноханиларда қойилиду

амирхан билән амитаб баччән, катрина каиф вә фатимә сана шәйх қатарлиқ чолпанлар баш рол алған «Thugs Of Hindostan» намлиқ йеңи филим пат йеқинда кино мәстанилири билән йүз көришиду.

1056280
амирхан рол алған йеңи филим 30 – нойабирда киноханиларда қойилиду

 

түркийә авази радийоси хәвири: аләмшәмул шөһрәткә игә боллийвуд чолпанлиридин амирхан баш рол алған йеңи филим «Thugs Of Hindostan» 30 – нойабирда, кеноханиларда кино мәстанилири билән йүз көришиду.

буниңдин илгири «Dangal» намлиқ филми үчүн бәзи җисмани өзгиришләрни елип барғанлиқи билән кәнтәртиптин урун алған амирхан, бу қетимқи йеңи филми үчүнму башқичә бир түскә кирди.

түркийәдә амирханниң «Süperstar» намлиқ филими техи йеқиндила киноханиларда қойулған болуп, бу қетимқи уруш вә тәвәккүлчилик қойуқ тус алған филимида «фаранги»ниң ролиға чиққанлиқиға даир көрүнүшләр елан қилинди.

бу филимдә амирхан билән амитаб баччән, катрина каиф вә фатимә сана шәйх қатарлиқ чолпанлар бирликтә рол алмақта.

виҗай киришна һәм синарийәсини йезип, һәм өзи рижиссорлуқ қилған бу қилим боллийвудниң әң көп чиқимлиқ филими болуш алаһидики билән һәмминиң диққитини тартмақта.

«Thugs Of Hindostan» намлиқ бу йеңи филим түркийәгә «филиммарти филим» ширкити тәрипидин елип келингән болуп, «IMAX» таллаш түри бойичә кино мастанилириниң һозориға сунулуш алдида туриду.
 


خەتكۈچ: #амир хан , #кино

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر