хитай американи өктәмлик қилиш билән әйиблиди

хитай һөкүмитиниң кәң даирәлик қошумчә таможна беҗини йолға қойған америка һөкүмитини содида «өктәмлик қилиш» билән әйиблигәнлики билдүрүлди.

1055798
хитай американи өктәмлик қилиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити бүгүнгичә әң кәң даирәлик қошумчә таможна беҗи пиланини йолға қойған америка һөкүмитини «өктәмлик қилиш» билән әйиблиди.

шинхуа агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, бейҗиң һөкүмити американи «содида өктәмлик қилиш, иқтисадий тәдбирләр билән башқа дөләтләрни қийин әһвалға чүшүрүп қойуш вә дунйа иқтисадиға зийан селиш» билән әйиблигән.

бейҗиң һөкүмити йәнә, вашингтонни «иқтисад тарихидики әң чоң сода урушини қозғаш» биләнму әйиблигән.

вашингтон һөкүмити «адаләтсиз сода қилиш» ни сәвәб қилип, 24-сентәбир (2018) дин башлап хитайдин импорт қилинған җәмий 200 милйард доллар қиммитидики 6 миңға йетидиған мәһсулатниң қошумчә таможна беҗини өстүргән иди.

хитайниң буниңға қарши 60 милйард долларлиқ америка мәһсулатлиридин елинидиған таможна беҗини өстүрди. хитайниң америка мәһсулатлириға йүргүзгән өч елиш характерлик ембаргоси бүгүн (24-сентәбир) рәсмий йолға қойулди.

американиң ембаргоси билән ийул ейи (2018) дин буйан қошумчә таможна беҗи елинған хитай мәһсулатлириниң сода қиммити 250 милйард долларға йәтти. бу хитайниң америкаға қилған експортиниң йеримиға баҗ қойулғанлиқини көрситип бериду.

америка сода мәсуллири тәминлигән 2016-йиллиқ рәқәмләргә асасланғанда, хитайниң америка билән импорт вә експортни өз ичигә алған җәмий ташқи сода омумий һәҗими 578.2 милйард доллар икән.

хитайниң әң көп сода қилған дөләт һесаблинидиған американиң ембаргоси нәтиҗисидә тәхминән 6 миң мәһсулати тәсиргә учрайду. қол сомкиси, гүрүч вә тоқумчилиқ мәһсулатлириға қошумчә таможна беҗи қойулди, әқиллиқ саәт, бовақлар үстили қатарлиқларға баҗ қойулмиди. тизимликтики хитай мәһсулатлирини импорт қилған америка ширкәтлири %10 қошумчә баҗ төләшкә мәҗбур. икки дөләт оттурисида бир келишим имзаланмиған тәқдирдә алдимиздики йил бешидин тартип баҗ нисбити %25 гә чиқирилиду.

бейҗиң һөкүмити американиң кичик айропилан, компийутер вә тоқумчилиқ мәһсулатлириға %5, химийәлик мәһсулатларға, гөш вә һарақ қатарлиқ мәһсулатларға %10 баҗ қойди.

америка пирезиденти доналд трамп хитай өч елиш характерлик тәдбирләрни йолға қойған тәқдирдә «вақитни кечиктүрмәстин үчинчи басқучниң башлинидиғанлиқи» ни ейтқан иди. үчинчи басқучлуқ пиланда, җәмий қиммити 267 милйард долларға йетидиған хитай мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш күтүлмәктә. бундақ болғанда, хитайниң америкаға експорт қилған барлиқ мәһсулатлиридин қошумчә баҗ елиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر