ходан районлуқ һөкүмити бинасида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

партлаштин кейин аманлиқни сақлаш қисимлири билән районлуқ һөкүмәт бинасиға бесип киришкә уруниватқан қораллиқлар оттурисида тоқунуш йүз бәрди.

1046537
ходан районлуқ һөкүмити бинасида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң пайтәхти моғдишудики ходан районлуқ һөкүмти бинасида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди. вәқәдә өлгән вә йаридар болғанларниң барлиқи билдүрүлди.

районлуқ һөкүмәт мәнбәлириниң билдүрүшичә, ходан районлуқ һөкүмити бинасиға кириш еғизида бомба қачиланған аптомобил партлиған.

партлаштин кейин аманлиқни сақлаш қисимлири билән районлуқ һөкүмәт бинасиға бесип киришкә уруниватқан қораллиқлар оттурисида тоқунуш йүз бәрди.

вәқәдә өлгән вә йаридар болғанларниң барлиқи билдүрүлди, бирақ сани һәққидә һеч қандақ мәлумат берилмиди. районлуқ һөкүмәт бинасида хадимлар ишләватқан пәйттә тоқунушларниң давамлашқанлиқи қәйт қилинди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر