и мөминләр! әхткә еришишиңлар үчүн шәйтанниң ишидин йирақ болуңлар

и мөминләр! һарақ ичиш, қимар ойнаш, бутлар (йәни чоқунуш үчүн тикләнгән ташлар) ға чоқунуш, пал оқлири билән пал селиш шәйтанниң иши, паскина қилиқлардур, бәхткә еришишиңлар үчүн шәйтанниң ишидин йирақ болуңлар.

1012397
и мөминләр! әхткә еришишиңлар үчүн шәйтанниң ишидин йирақ болуңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 90 – 95 – айәтләр. и мөминләр! һарақ ичиш, қимар ойнаш, бутлар (йәни чоқунуш үчүн тикләнгән ташлар) ға чоқунуш, пал оқлири билән пал селиш шәйтанниң иши, паскина қилиқлардур, бәхткә еришишиңлар үчүн шәйтанниң ишидин йирақ болуңлар[90]. шәйтан һарақ, қимар арқилиқ араңларда дүшмәнлик, адавәт туғдурмақчи, силәрни намаздин вә аллаһни йад етиштин тосмақчи болиду, силәр әмди (һарақтин, қимардин) йанмамсиләр?[91]. аллаһқа вә пәйғәмбәргә итаәт қилиңлар, (уларға мухалипәтчилик қилиштин) һәзәр қилиңлар, әгәр (итаәт қилиштин) баш тартсаңлар, билиңларки, рәсулимизниң мәсулийити пәқәт очуқ тәблиғ қилиштур[92]. иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилған кишиләр (һарам қилинмиған нәрсиләрни) йесә, ичсә һеч гунаһ болмайду, қачанки улар (һарам нәрсиләрдин) сақланса, иманида вә йахши әмәллиридә изчил болса, андин (һарам қилинған нәрсиләрдин) йәнә сақланса вә һарам дәп етиқад қилса, андин (һарам қилинған нәрсиләрдин давамлиқ) сақланса вә йахши ишларни қилса, аллаһ йахши иш қилғучиларни дост тутиду[93]. и мөминләр! көрмәй туруп аллаһтин қорқидиғанларни билиш үчүн, қолуңлар вә нәйзәңлар билән овлинидиған бир аз ов билән аллаһ силәрни чоқум синайду, кимки буниңдин кейин һәддидин ашса (йәни иһрамда туруп ов овлиса), у қийниғучи азабқа дучар болиду[94]. и мөминләр! силәр овлиған һайванларни иһрамда йаки һәрәмдә туруп өлтүрмәңлар. силәрдин кимки уни қәстән өлтүридикән, ишниң вабалини тетиши үчүн, униң җазаси икки адил кишиниң баһалиши бойичә һелиқи өлтүрүлгән овға охшаш өй һайванлиридин бирни кәбигә елип берип қурбанлиқ қилиштур, йаки кәффарәт бериш йүзисидин мискинләргә аш бериштур, йаки һәр мискингә беридиған ашниң баравиригә бир күн роза тутуштур. өткәнки гунаһни (йәни бу айәт чүшүштин бурун иһрамда туруп ов өлтүргән болсаңлар, буни) аллаһ әпу қилди, кимки қайта гунаһ өткүзсә (йәни қайтидин ов өлтүрсә), аллаһ уни җазалайду, аллаһ ғалибтур, (асийлиқ қилғучиларни) җазалиғучидур[95].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر