сәуди әрәбистан йәмәнликләрниң өмрә қилишиға рухсәт қилди

сәуди әрәбистан аридин 3 йил өткәндин кейин йәмәнликләрниң өмригә беришиға рухсәт қилди.

981501
сәуди әрәбистан йәмәнликләрниң өмрә қилишиға рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән фонди җәмийәтләр вә диний ишлар министири әһмәд әтиййә, сәуди әрәбистанниң бу йилдин етибарән йәмәнликләр үчүн өмригә беришиға рухсәт қилиш нишан қилинған қарарнамини елан қилғанлиқини уқтурди, һәмдә һусийларниң дөләттә йәмәнликләргә зийан елип кәлгән тоқунушлири сәвәблик, сәуди әрәбистанниң буниңдин 3 йил илгири йәмәнликләрниң өмригә беришини чәклигәнликини әскәртти.

йәмәндә һакимийәтни қолға кәлтүрүшкә урунуватқан һусийлар, 2014 – йилдин буйан пайтәхт сана қатарлиқ бәзи районларни контирол қилмақта.

сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири 2015 – йили мартта қозғиған «боран - чапқун һәрикити» даирисидә қанлунлуқ һөкүмәт күчлиригә йардәм бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر