и мөминләр! йәһудий вә насараларни дост тутмаңлар

и мөминләр! йәһудий вә насараларни дост тутмаңлар. улар бир ـ бирини дост тутиду. силәрдин кимки уларни дост тутидикән, уму әнә шулардин санилиду, аллаһ залим қәвмни һәқиқәтән һидайәт қилмайду.

968702
и мөминләр! йәһудий вә насараларни дост тутмаңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 51 – 56 – айәтләр.  и мөминләр! йәһудий вә насараларни дост тутмаңлар. улар бир ـ бирини дост тутиду. силәрдин кимки уларни дост тутидикән, уму әнә шулардин санилиду, аллаһ залим қәвмни һәқиқәтән һидайәт қилмайду[51]. диллирида кесәллик (йәни мунапиқлиқ) барларниң (заман өзгирип капирлар зәпәр тапса) өзимизгә бир палакәтчилик келишидин қорқимиз дәп, улар билән дост болушқа алдириғанлиқини көрисән, аллаһ (рәсулуллаһқа, мусулманларға) ғәлибә (йәни мәккини пәтһи қилишни) ата қилиду, йаки бир ишни (йәни уларниң мунапиқлиқини паш қилишни) мәйданға кәлтүриду ـ дә, көңлидә йошурғини (йәни мөминләрниң дүшмәнлирини дост тутқанлиқи) үчүн улар надамәт чекиду[52]. (бу мунапиқларниң мусулманларға қилған һийлә ـ микри паш қилинғанда) мөминләр (бир ـ биригә): «силәр билән чоқум биллә икәнликлиригә аллаһ нами билән қаттиқ қәсәм ичишкәнләрму шу кишиләрму?» дәйду. уларниң (йәни мунапиқларниң) қилған әмәллири бикар болди, улар (дунйа вә ахирәттә) зийан тартқучи болди[53]. и мөминләр! силәрдин кимки муртәд болидикән, аллаһ (униң орниға) аллаһ уларни дост тутидиған, уларму аллаһни дост тутидиған, мөминләргә көйүнидиған, капирларға шәпқәтсиз, аллаһниң йолида җиһад қилидиған вә маламәт қилғучиниң маламитидин қорқмайдиған бир қәвмни кәлтүриду. бу (йәни йуқиридики сүпәтләр билән сүпәтлиниш) аллаһниң пәзлидурки, (аллаһ) уни (бәндилиридин) халиған кишигә бериду, аллаһ (ниң пәзли) кәңдур, (аллаһ) һәммини билгүчидур[54]. шүбһисизки, силәрниң достуңлар аллаһтур, аллаһниң рәсулидур вә мөминләрдурки, мөминләр тәдил әркан билән намаз өтәйду, закат бериду, улар (аллаһниң әмригә) кәмтәрлик билән бойсунғучилардур[55]. кимки аллаһни, аллаһниң пәйғәмбирини вә мөминләрни дост тутидикән, (у аллаһниң җамаәсидиндур). аллаһниң җамаәси (әлвәттә) ғалибтур[56].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر