җумһур рәис әрдоған әрмәнләр патрикханисиға телеграмма йоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрмәнләр патрикханисиға телеграмма йоллап,  әрмәнләрниң диний мурасимини тәбриклиди.

957846
җумһур рәис әрдоған әрмәнләр патрикханисиға телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған телеграммисида, дәрд – әләмләрдиму, хушаллиқтиму биллә болушниң түрк миллитиниң есил әхлақий пәзиләтлиридин бири икәнликини тәкитләп мундақ деди: «әрмән пуқралиримиз тарихта баштин кәчүргән дәрд – әләмләргә ортақлишиш, һәмдәм болуш түрк миллитиниң виҗдани вә есил әхлақий пәзиләтлиридин бири һәм тәқәззасидур. силәр бүгүнки күнгә кәлгүчә давамлаштуруп кәлгиниңлардәк, буниңдин кейинму ортақ тарихимизни бурмилап тарихтин питнә – нәпрәт вә дүшмәнлик чиқиришқа урунғанларға пурсәт йаритип бәрмәсликиңларға тиләкдашмән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر