әрдоған: турғут өзал хәлқниң қәлбидә мәңгү һайат

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 8 – җумһур рәис турғут өзалниң түркийә хәлқиниң қәлбидә мәңгү һайат икәнликини ейтти.

953312
әрдоған: турғут өзал хәлқниң қәлбидә мәңгү һайат

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 8 – җумһур рәис турғут өзал вапат болғанлиқиниң 25 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, түркийә хәлқиниң турғут өзални чоңқур һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә мәңгү йад етидиғанлиқини тәкитлиди.

турғут өзалниң түркийәниң гүллиниш вә тәрәққий қилиш басқучида муһим рол ойниған талланған дөләт әрбаби вә талантлиқ сийасиййон икәнликини әскәрткән әрдоған, турғут өзалниң түркийәниң қудрәт тепиши йолида қилған хизмәтлири вә қошқан төһпилиридин сирт йәнә, 1980 – йилларда демократийәниң қайтидин җанлинишиға қошқан төһпилири биләнму түркийә хәлқиниң қәлбидин мәңгүлүк орун алғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «вапат болғиниға 25 болған мәрһум 8 - җумһур рәисимиз турғут өзалға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймән, һәмдә  уни чоңқур һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә мәңгү йад етимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر