бүгүн рәғаиб қәндили

ислам дунйасида илаһий рәһмити, бәрикити вә мәғпирити мол мубарәк үч айниң хәвәрчиси сүпитидә қобул қилинидиған рәғаиб қәндили бүгүн кечә идрак қилиниду.

934612
бүгүн рәғаиб қәндили

түркийә авази радийоси хәвири: мусулманларға нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә мубарәк үч айдин бири болған рәҗәб ейиниң тунҗи пәйшәмбә күнини җүмәгә туташтуридиған кечиси идрак қилинидиған рәғаиб қәндили «рәһмәт вә мәғпирәт кечиси» дәп атилиду.

диний ишлар идариси диний паалийәтлар башқармиси рәғаиб қәндилини күтүвелиш мунасивити билән түрлүк паалийәтләрни уйуштуриду.

әнқәрәдә «мәликә хатун», бурсада «улу», йозгатта «бүйүк чапаноғлу», айдинда «куллиййә», конйада «һаҗи вәйисзада», истанбулда «фатиһ», «әййуб султан» вә «валидәи җәдид» җамәлиридә ишқа ашурулидиған мәхсус пирограммиларда, қуран кәрим тилавәт қилиш вә мәвлут оқуш паалийити өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر