«қуддус» әрәб мәдәнийәт мираслириниң мәңгүлүк пайтәхти

«қуддус» әрәб әллири иттипақи тәрипидин «әрәб мәдәнийәт мираслириниң мәңгүлүк пайтәхти» елан қилинди.

928259
«қуддус» әрәб мәдәнийәт мираслириниң мәңгүлүк пайтәхти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин «‹WAFA› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә,  әрәб әллири иттипақи мисирниң пайтәхти қаһирәдики мәркизий бинасида «әрәб хәлқиниң мәдәнийәт мираслири күни» мунасивити билән паалийәт өткүзгән.

қуддусниң мәдәнийәт мираслирини гүлләндүрүш вә исламий тәтқиқатлар оргининиң башлиқи хәлил карраҗә әррифаий башчилиқидики һәйәтму паалийәткә қатнашқан. әррифаий бу йәрдә қилған сөзидә әрәб әллири иттипақиниң қуддусни «әрәб мәдәнийәт мираслириниң мәңгүлүк пайтәхти» сүпитидә қобул қилиш вә әрәб хәлқиниң мәдәнийәт мираслири күниниң қуддус мирасиға хас қилиниши тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқини уқтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر