әгәр (аллаһниң вәдә қилған йардимигә) ишәнсәңлар, аллаһқа тәвәккүл қилиңлар

йәр йүзиниң вә уларниң арисидики нәрсиләрниң падишаһлиқи аллаһқа хастур, әң ахир баридиған җай аллаһниң дәргаһидур.

926209
әгәр (аллаһниң вәдә қилған йардимигә) ишәнсәңлар, аллаһқа тәвәккүл қилиңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 18 – 23 – айәтләр. йәһудийлар вә насаралар: «биз аллаһниң оғуллиридурмиз (йәни ата ـ балидәк йеқинмиз) вә (биз аллаһниң динида болғачқа) достлиридурмиз» деди. ейтқинки, «(ундақ болса) аллаһ немә үчүн силәргә гунаһиңлар түпәйлидин азаб қилиду?» бәлки силәр башқа кишиләргә охшаш аллаһ йаратқан инсансиләр, аллаһ халиған адәмгә мәғпирәт қилиду؛ халиған адәмгә азаб қилиду. асманларниң, йәр йүзиниң вә уларниң арисидики нәрсиләрниң падишаһлиқи аллаһқа хастур, әң ахир баридиған җай аллаһниң дәргаһидур[18]. и әһли китаб! (йәни йәһудийлар вә насаралар) бизгә (саваб билән) хушхәвәр бәргүчи, (азабтин) агаһландурғучи кәлмиди демәсликиңлар үчүн, пәйғәмбәрләр үзүлүп қалған бир заманда силәргә (шәриәтни вә униң әһкамлирини) байан қилип беридиған рәсулимиз кәлди, һәқиқәтән силәргә хушхәвәр бәргүчи вә агаһландурғучи (йәни муһәммәд әләйһиссалам) кәлди (әмди силәргә өзрә қалмиди). аллаһ һәр нәрсигә қадирдур[19]. өз вақтида, муса өз қәвмгә ейтти: «и қәвмим! аллаһниң силәргә бәргән немитини йад қилиңлар, аллаһ өз вақтида ичиңларда (силәрни тоғра динға йетәкләйдиған) нурғун пәйғәмбәрләрни барлиққа кәлтүрди. силәрдин падишаһлар қилди (йәни өзүңларни өзүңларға хоҗа қилди). силәргә җаһан әһлидин һеч кишигә бәрмигән (дәрйани йерип оттурисидин йол ечип бериш, булутларни сайивән қилип бериш, асмандин йемәклик чүшүрүп бериш қатарлиқ) немәтләрни бәрди[20]. и қәвмим! аллаһ силәргә тәқдир қилған (йәни силәрни киришкә әмр қилған) муқәддәс земинға (йәни бәйтулмуқәддәскә) кириңлар, арқиңларға чекинмәңлар, болмиса (иккила дунйада) зийан тартқучилардин болуп қалисиләр»[21]. улар: «и муса! муқәддәс земинда күчлүк (йәни җасамәтлик, қамәтлик) бир қәвм бар (улар ад қәвминиң қалдуқи болған әмалиқәләр), улар чиқип кәтмигичә биз у йәргә һәргиз кирмәймиз, улар уйәрдин чиқип кәтсә чоқум киримиз» деди[22]. аллаһтин қорққучилардин болған, аллаһниң (иман билән таәттин ибарәт) немитигә еришкән икки адәм (йәни калб ибн йәфуннә билән йушә ибн нун) уларға: «(шәһәрниң) дәрвазисидин һуҗум қилип кириңлар, (шәһәрниң) дәрвазисидин һуҗум қилип кирсәңлар, чоқум ғәлибә қилисиләр, әгәр (аллаһниң вәдә қилған йардимигә) ишәнсәңлар, аллаһқа тәвәккүл қилиңлар» деди[23].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر