әминә әрдоған тунҗи қетим инстаграмни ишләтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған тунҗи қетим фото сүрәт һәмбәһирләшкән инстаграм сәһиписидә 8 – март ханим – қизлар байрими күнини тәбриклиди.

926070
әминә әрдоған тунҗи қетим инстаграмни ишләтти

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған инстаграм сәһиписидики байанатида мундақ деди: «дунйаниң һәрқайси җайлиридики охшимиған милләтләрдин тәшкил тапқан айаллар билән һәмишә бир гәвдиләштуқ. дунйаниң һәрқайси җайлиридики барлиқ ханим – қизларниң 8 – март ханим - қизлар байрими мубарәк болсун!»

һәр хил паалийәтләрдә ханим – қизлар билән бир йәргә җәм болған 4 фото сүрәтниму һәмбәһирләшкән  әминә әрдоған бу фото сүрәтләр вә байанатини аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидиму  һәмбәһирләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر