әшмуил әләйһиссалам (1)

муса әләйһиссаламдин кейин җалутниң дүшмәнлики сәвәбидин исраил оғуллири арисида писқ – пасат әвҗ елип кәткәниди.

874136
әшмуил әләйһиссалам (1)

түркийә авази радийоси: җалут рум дәрйаси саһилиға җайлашқан әмалиқә қәвмидин болуп, исраил оғуллириниң бала – чақилирини әсир елип тутуп кетәтти. җалутниң зулум – ситәмлири һәддидин ешип кәткәнликтин, чидиғучилики қалмиған инсанлар аллаһ таалаға налә қилип: «и қудрәтлик пәрвәрдигаримиз! бизгә өз дәргаһиңдин бир пәйғәмбәр әвәткән болсаң, бизни дүшмәндин қутулдурған вә зулум – ситәмдин халас тапқузған болса...» дәп кечә-күндүз йилинип аллаһқа дуа қилатти.

улар бирәр айал йәңгигән һаман, бизгә башчилиқ қилидиған пәйғәмбәр мушу болуши мумкин, дегән үмид билән уни обдан көзитип бақатти һәм йахши асрайтти.

әнә шундақ күнләрниң биридә бир айал йәңгиди, балисиниң исмини «әшмуил» қойди, чоң болғанда, уни қуддусқа (бәйтулмуқәддәскә) оқушқа әвәтти.  у «тәврат» ни оқуп, наһайити көп билимгә еришти. у балағәткә йәткән күнләрниң биридә ухлаватқанда, җибриил әләйһиссалам келип униңға:

и әшмуил! җанабий аллаһ сени пәйғәмбәрликкә таллиди. ойғинип орнуңдин туруп, исраил оғуллирини иманға вә һәқ йтолға дәвәт қилғин! – деди.

әшмуил әләйһиссалам уйқудин ойғанғандин кейин, инсанларни иман вә һидайәткә дәвәт қилғаниди, инсанлар униңға:

- сениң пәйғәмбәр болушуңға техи балдурлуқ қилиду, әгәр саңа растинла пәйғәмбәрлик кәлгән болса, ундақта бизгә бир падишаһ тикләп бәргин! биз униң башчилиқида аллаһниң йолида дүшмәнлиримизгә қарши җиһад қилайли, - деди. әшмуил әләйһиссалам уларға җавабән:

- силәргә җиһад пәрз қилинса җиһад қилмай қаларсиләрму? - дегәниди, улар:

- йуртлиримиздин һәйдәп чиқирилған вә оғуллиримиздин җуда қилинған турсақ, қандақму аллаһниң йолида җиһад қилмайли?  - дейишти. әшмуил әләйһиссалам уларға мундақ деди:

мән техи туғулмиған чеғимда, силәргә зулум салидиған кишиләргә қарши җиһад қилалмай: «и пәрвәрдигаримиз! капирлар 400 дин артуқ пәрзәнтимизни әсир елип кәтти, бизгә йәнә давамлиқ зулум салмақта. шуңа бизгә өз дәргаһиңдин пәйғәмбәр әвәткән болсаң! бизни бу пүтмәс - түгимәс дәрд – әләм вә зулумдин қутқузувалған болса...» дәп аллаһқа налә қилған идиңлар. пәрвәрдигардиңларму тиликиңларни иҗабәт қилип, мени силәргә пәйғәмбәр қилип әвәтти.

әшмуил әләйһиссалам аллаһқа йилинип дуа қилғаниди, җибриил әләйһиссалам җәннәттин бир қомуш кәлтүрүп, әшмуил әләйһиссаламға бәргәндин кейин, мундақ деди:

и пәйғәмбәр! кимниң бойи мушу қомушқа тәң кәлсә, шу падишаһ болсун. җибриил әләйһиссалам бир калиниң мүңгүзидә йағ берип мундақ деди:

и пәйғәмбәр! бу йағни кишиләрниң бешиға қойғин, у кимниң бешида таҗ болуп қалса, шу падишаһ болсун.

әшмуил әләйһиссалам бирнәччә тайақни қомушқа тәң қилип кесип инсанларға берип, исраил оғуллириниң һәрқайси қәбилилиригә әвәтти. лекин һечйәрдин бу шәрткә тошидиған адәм тепилмиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر