и инсанлар! әгәр аллаһ халиса, силәрни йоқ қилип орнуңларға башқиларни кәлтүриду

асманлардики вә земиндики шәйиләр аллаһниңдур (йәни аллаһниң мүлкидур, мәхлуқатидур). һәммә ишни башқурушқа аллаһ йетәрликтур

837918
и инсанлар! әгәр аллаһ халиса, силәрни йоқ қилип орнуңларға башқиларни кәлтүриду

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 128 – 134 - айәтләр. әгәр бирәр айал ериниң көңүлсиз болушидин йаки йүз өрүшидин әндишә қилса, уларниң өзара келишиши һеч гунаһ әмәс, келишиш (үзлүшүп кетиштин) йахши. инсанларниң тәбиитигә бехиллиқ сиңип кәткән, әгәр (айаллириңларға) йахшилиқ қилсаңлар, (уларға зулум қилиштин) сақлансаңлар (аллаһ силәрни мукапатлайду). аллаһ һәқиқәтән қилмишиңлардин хәвәрдардур[128]. қанчә тиришсаңларму айаллириңларға (муһәббәттә вә дилниң майиллиқида) баравәр муамилидә болушқа һәргиз қадир болалмайсиләр, шуниң үчүн бирсигә пүтүнләй майил болуп, иккинчисини (ери бардәкму әмәс, йоқтәкму әмәс) есип қойулған айалдәк ташлап қоймаңлар, әгәр (бу җәһәттики қусурлириңларни) түзәтсәңлар, (уларға зулум қилиштин) сақлансаңлар, аллаһ әлвәттә (силәргә) мәғпирәт қилиду, рәһим қилиду[129]. әгәр иккиси үзлүшүп кәтсә, аллаһ өз пәзли билән уларниң бирсини иккинчисидин биһаҗәт қилиду, аллаһ (ниң пәзли) кәңдур, һекмәт билән иш қилғучидур[130]. асманлардики вә земиндики шәйиләр аллаһниңдур (йәни аллаһниң мүлкидур, мәхлуқатидур). силәрдин илгири китаб берилгәнләргә (йәни йәһудийлар вә насараларға) вә силәргә аллаһқа тәқвадарлиқ қилишни тәвсийә қилдуқ, әгәр капир болсаңлар (куфриңлар аллаһқа зийан йәткүзәлмәйду), асманлардики вә земиндики шәйиләр аллаһниң (мүлкидур, мәхлуқатидур). аллаһ (мәхлуқаттин) биһаҗәттур, мәдһийигә лайиқтур[131]. асманлардики вә земиндики шәйиләр аллаһниңдур (йәни аллаһниң мүлкидур, мәхлуқатидур). һәммә ишни башқурушқа аллаһ йетәрликтур[132]. и инсанлар! әгәр аллаһ халиса, силәрни йоқ қилип орнуңларға башқиларни кәлтүриду, аллаһ буниңға қадирдур[133]. кимки (қилған әмәли билән) дунйаниң немитини тиләйдикән, (униңға ейтип қойғинки) дунйа вә ахирәтниң немити аллаһниң дәргаһидидур (бәндә өз пәрвәрдигаридин дунйа вә ахирәтниң немитини тилисун). аллаһ (бәндилириниң сөзлирини) аңлап турғучидур, (бәндилириниң әмәллирини) көрүп турғучидур[134].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر