«тирилиш әртуғрул» әрәб тор бетидә тарқитилиду

әрәбчә мәшғулат елип баридиған «‹ ALNOOR › тор бети» билән TRT  әрәбчә оттурисида келишим имзаланди.

835822
«тирилиш әртуғрул» әрәб тор бетидә тарқитилиду

түркийә авази радийоси хәвири: келишимгә асасән, әрәб дунйаси интайин қизиқидиған «тирилиш әртуғрул» қатарлиқ TRT  қаналлирида қойулуватқан бәзи түрк телевизийә тийатирлири  «‹ ALNOOR › тор бети» билән бирла вақитта тарқитилидикән.

TRT  әрәбчә қанилиниң тор бетидә бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, «‹ ALNOOR › тор бети» келишимгә асасән TRT   ниң бәзи телевизийә тийатирлирини түркчидин әрәбчигә тәрҗимә қилиш вә бирла вақитта тарқитиш һоқуқиға еришкән.

 түркийәдә тарқитилиштин бир күн бурун әрәбчигә тәрҗимә қилинип тарқитилидиған телевизийә тийатирлири арисида «тирилиш әртуғрул», «пайтәхт абдулһемид» вә йеқинда тарқилидиған «күртул амарә» қатарлиқлар бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر