и мөминләр! немишқа бөлүнүп кетисиләр?

и мөминләр! силәр немишқа мунапиқлар тоғрисида икки гуруһқа бөлүнүп кетисиләр?

813526
и мөминләр!  немишқа бөлүнүп кетисиләр?

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 88 – 91 - айәтләр. и мөминләр! силәр немишқа мунапиқлар тоғрисида икки гуруһқа бөлүнүп кетисиләр? аллаһ уларниң қилмишлири түпәйлидин уларни капирлар һөкмидә қилди, аллаһ аздурған кишиләрни силәр һидайәт қилмақчи боламсиләр? кимники аллаһ гумраһ қилидикән, сән униңға һәргиз тоғра йол тепип берәлмәйсән[88]. улар силәрниң өзлиридәк капир болушуңларни, шуниң билән өзлиригә охшаш болушуңларни үмид қилиду, улар аллаһ йолида һиҗрәт қилмиғучә (йәни һиҗрәт қилиш арқилиқ иманини испат қилмиғучә) уларни дост тутмаңлар, әгәр улар аллаһ йолида һиҗрәт қилиштин йүз өрүсә, уларни қәйәрдә тапсаңлар шу йәрдә тутуп өлтүрүңлар, уларни достму тутмаңлар, йардәмчиму қилмаңлар[89]. пәқәт силәр билән өзлири арисида әһдә болған бир қәвмгә сеғинғанлар йаки силәргә қарши уруш қилиштин йаки өз қәвмгә қарши уруш қилиштин йүрәклири сиқилип (йәни силәр тәрәпму әмәс, өз қәвми тәрәпму әмәс болуп) силәргә кәлгәнләр буниңдин мустәсна (йәни мундақларни өлтүрмәңлар вә әсир алмаңлар). әгәр аллаһ халиса, уларни силәргә мусәлләт қилатти, улар, әлвәттә, силәр билән урушатти (йәни аллаһ уларни күчлүк қилп силәргә қарши уруш қилишқа җүрәтлик қилатти), әгәр улар силәрдин йирақ турса (йәни силәргә чеқилмиса), силәр билән урушмиса вә силәргә тәслим болса, аллаһ силәрниң уларға һуҗум қилишиңларға һәргиз рухсәт қилмайду[90]. иманини изһар қилиш билән силәрдинму аманлиққа еришмәкчи вә қәвмигә қайтқанда (куфрини изһар қилиш билән) өз қәвмидинму аманлиққа еришмәкчи болған иккинчи бир хил кишиләр (йәни мунапиқлар) ни көрисиләр, улар һәр қачан питнә ـ пасатқа (йәни куфриға йаки мусулманлар билән уруш қилишқа) чақирилса өзлирини униңдин тартиду, әгәр улар силәрдин йирақ турмиса, силәргә тәслим болмиса, (силәр билән) урушуштин қол йиғмиса, бу чағда уларни қәйәрдә көрсәңлар шу йәрдә (әсир елиңлар) тутуп өлтүрүңлар, (уларниң хийанити сәвәблик) силәргә уларға қарши (йәни әсир елишқа, өлтүрүшкә) рошән пакит ата қилдуқ[91].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر