америкидики мусулманлар қурбан һейт намизини вашингтонда оқуди

америкидики мусулманлар қурбан һейт намизини вашингтондики «дийанәт җамәси» дә оқуди.

800035
америкидики мусулманлар қурбан һейт намизини вашингтонда оқуди

түркийә авази радийоси хәвири: һәр хил милләтләргә мәнсуп мусулманлар мариландтики «дийанәт җамәси» дә қурбан һейт намизини оқуғандин кейин бирдәк дуа қилди.

қуран кәримниң тилавәт қилиниши вә дуалар мусулманларға мәниви зоқ беғишлиди.

һейт намизидин кейин мусулманлар бир – бириниң һейтини тәбрикләшти. җамәдә һйетни тәбрикләш паалийитидин кейин җамаәткә татлиқ турумлар икрам қилинди.

түркийәниң вашингтон баш әлчиси сәрдар қиличму америкида йашаватқан мусулманлар билән бирликтә һейтни тәбрикләш тәнтәнисигә җүр болди.

игилинишичә, вашингтон вә әтрапида йашаватқан мусулманлар мариланд «динайәт җамәси» гә барғансери көңүл бөлмәктә һәмдә мусулманларға бундақ йахши шараитни йаритип бәргәнлики үчүн түркийәгә рәһмәт ейтмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر