бүгүн қурбан һейтниң биринчи күни

қурбан һейтиңларға мубарәк болсун!

799580
бүгүн қурбан һейтниң биринчи күни

түркийә авази радийоси хәвири:  бүгүн мусулманлар дунйаси қурбан һейтни тәбриклимәктә. һәзрити ибраһим әләйһиссаламниң оғлини қурбанлиқ қилмаслиқи үчүн аллаһ тааланиң дәргаһидин чүшүрүлгән қойниң қурбанлиқ қилиниши билән тәң қурбанлиқ қилиш инсанийәт тарихиға кирди.

бизгә нисбәтән аллаһниң разилиқини көзләп қурбанлиқ қилиш әнәниси наһайти зор әһмийәткә игә. нөвәттә һалал пул билән елинған маллар гунаһларға каппарәт болуши үчүн қурбанлиқ қилиниду. халиған кишиләр қурбан һейтниң башқа күнлиридиму қурбанлиқ қилса болиду.

қурбанлиқ гөшиниң бир қисми аилә әзалириға, йәнә бир қисми пеқирларға, йәнә бир қисма болса һйетлап кәлгәнләргә икрам қилиниш үчүн айрилиду. һейтта чоңлар зийарәт қилиниду, балиларниң көңли хуш қилиниду.

қурбан һейт мунасивити билән дунйаниң һәрқайси җайлиридики көңлимизни йерим қилидиған тоқунушлар, қәтлиамлар, өчмәнликләр вә нәпрәтләргә хатимә берилишигә тиләкдашмиз.

қурбан һейтиңларға мубарәк болсун!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر