һәрбир инсан үчүн бир көчәт тикилиду

түркийә 2023 – йилғичә дунйадики һәр бир инсан үчүн 7 милйард көчәт тикиду.

751017
һәрбир инсан үчүн бир көчәт тикилиду

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаға тәһдит селишқа башлиған чөллишиш 168 дөләттә 1.5 милйард нопусқа биваситә тәсир көрсәтмәктә. һәр йили 12 милйон гектарлиқ йеза игилик мәйданлири чөллишиш сәвәбидин бузулмақта, шуңа, йеза игилик мәһсулатлирида кәлгүси 10 йил ичидә % 2 азийиш мөлчәрләнмәктә.

чөллишишкә әгишип, һәр йили 5.2 милйон гектарлиқ орманлиқ азаймақта. түркийә чөллишишкә қарши күрәш мәсилисидә көплигән тәдбирләрни алди һәмдә бирқатар пиланларни түзди. җүмлидин, түркийә 2023 – йилғичә дунйадики һәр бир инсан үчүн 7 милйард көчәт тикишни нишан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر