панаһланғучи өсмүрләргә «үмид лайиһәси»

панаһланғучи өсмүрләрниң тәхминән %44 дә дегүдәк чүшкүнлүкниң аламәтлири көрүнидиған болуп, бу лайиһә уларниң өзазигә болған ишәнчини ашуриду вә техиму йахши кәлгүси қуруп чиқишқа риғбәтләндүриду.

747461
панаһланғучи өсмүрләргә «үмид лайиһәси»

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң пайтәхти вашингитонда сүрийәлик панаһлағучи балиларға қаритилған «үмид лайиһәси» тонуштурулди.

истанбул баһчәшәһир университети билән нийуйорк университети ортақ әмәлийләштүрмәкчи болған лайиһәниң мәқсити, өсмүрләрни компйутер ойини ойнаш җәрйанида түрк тилида кодлаштуруш вә зеһинини чениқтуруш иқтидариға игә қилиш икәнлики билдүрүлди. 

түркийә уруштин қечип кәлгән 3 милйондин артуқ панаһланғучини күтмәктә. оқуш йешидики өсмүрләрниң сани болса, сәл қариғили болмиғудәк дәриҗидә көп болуп, булардин аран %20 и оқуш имканийитигә сазавәр болалайду.

бу әһвалларни өзгәртишни мәқсәт қилған баһчәшәһир университети билән нийойорк университети, пирофессор доктор сәлҗуқ ширинниң рәһбәрликидики лайиһә арқилиқ өсмүрләргә уларниң тили билән хитаб қилмақта. 

компйутер ойунлири арқилиқ тәлим беридиған бу лайиһә өз нөвитидә йәнә урушниң аччиқ йүзини муддәттин бурунла көргән өсмүрләргә үмид бәхш етиду.

панаһланғучи өсмүрләрниң тәхминән %44 дә дегүдәк чүшкүнлүкниң аламәтлири көрүнидиған болуп, бу лайиһә уларниң өзазигә болған ишәнчини ашуриду вә техиму йахши кәлгүси қуруп чиқишқа риғбәтләндүриду.

һазир пәқәтла шанлиурфада ишқа ашурулған бу лайиһәни техиму көп шәһәрләргә кеңәйтиш нишан қилинмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر