кечә билән күндүзниң нөвәтлишип турушида әқил игилири үчүн, әлвәттә, рошән дәлилләр бар

улар өрә турғандиму, олтурғандиму, йатқандиму аллаһни әсләп туриду, асманларниң вә земинниң йаритилиши тоғрисида пикир йүргүзиду.

746851
кечә билән күндүзниң нөвәтлишип турушида әқил игилири үчүн, әлвәттә, рошән дәлилләр бар

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 187 – 193 - айәтләр. өз вақтида, аллаһ китаб берилгәнләр (йәни йәһудийлар) дин китабни (йәни китабтики аллаһниң әһкамлирини) кишиләргә чоқум байан қилип беришкә вә йошурмаслиққа әһдә алди, лекин буни (йәни әһдини) улар арқисиға чөрүвәтти вә уни азғина бәдәлгә (йәни дунйаниң әрзимәс нәрсисигә) тегишти. уларниң тегишип алғини немидегән йаман![187]. (и муһәммәд!) қилған ишлиридин (йәни һәқни йапқанлиқидин) хушал болидиған, қилмиған ишлири билән мәдһийилинишни йахши көридиған кишиләрни һәргиз аллаһниң азабидин қутулиду дәп гуман қилмиғин, улар қаттиқ азабқа дучар болиду[188]. асманларниң вә земинниң падишаһлиқи аллаһқа хастур, аллаһ һәммә нәрсигә қадирдур[189]. шүбһисизки, асманларниң вә земинниң йаритилишида, кечә билән күндүзниң нөвәтлишип турушида әқил игилири үчүн, әлвәттә, рошән дәлилләр бар[190]. улар өрә турғандиму, олтурғандиму, йатқандиму аллаһни әсләп туриду, асманларниң вә земинниң йаритилиши тоғрисида пикир йүргүзиду. (улар ейтиду) «пәрвәрдигаримиз! буни бикар йаратмидиң, сән пактурсән, бизни дозах азабидин сақлиғин[191]. пәрвәрдигаримиз! сән кимники дозахқа киргүзидикәнсән, уни әлвәттә хар қилған болисән. залимларға һечқандақ йардәмчи болмайду[192]. пәрвәрдигаримиз! биз һәқиқәтән бир чақирғучиниң (йәни муһәммәд әләйһиссаламниң) 'рәббиңларға иман ейтиңлар' дәп иманға чақирғанлиқини аңлидуқ, иман ейттуқ, пәрвәрдигаримиз! бизниң гунаһлиримизни мәғпирәт қилғин, йаманлиқлиримизни йоққа чиқарғин, бизни йахшиларниң қатарида қәбзи роһ қилғин[193].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر